Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 11-һекайә
  • Тунҗа һасан-һүсән

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Тунҗа һасан-һүсән
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Өтмүшниң алидиған савақ
    Сиз Худаниң дости болалайсиз!
  • Инсанийәтниң топан сүйидин аман қелиши
    Муқәддәс китаптики асасий мавзу
  • Нуһ пәйғәмбәр заманида, Худа Сөзигә кимләр қулақ салди? Кимләр қулақ салмиди?
    Худаниң Сөзигә қулақ селип мәңгү яшаң!
  • Нуһниң кемә ясиши
    Муқәддәс Китап һекайилири
Муқәддәс Китап һекайилири
my 11-һекайә
The first rainbow in the sky, Noah’s ark settled on dry land

11-һЕКАЙӘ

Тунҗа һасан-һүсән

НУҺ пәйғәмбәр вә униң аилисидикиләр кемидин чиқип, тунҗа қилған ишиниң немә екәнлигини биләмсиз? Худаға қурванлиқ кәлтүргән, йәни соғат бәргән. Төвәндики рәсимдә, Нуһниң немә қиливатқанлиғини көрәләйсиз. Нуһ өз аилисидикиләрни топан сүйидин қутқузуп қалғанлиғи үчүн Аллаға рәхмәт ейтип, бир қанчә һайванларни қурванлиқ қилди.

Сизчә, Пәрвәрдигар Нуһниң соғитини яхши көргәнмиду? Шундақ, у яхши көргән. Шуңа, Яратқучи Худа топан сүйи билән бу дунияни қайта вәйран қилмайдиғанлиғи һәққидә Нуһ пәйғәмбәргә вәдә бәргән.

Noah and his family making a gift offering to thank Jehovah

Узун өтмәй, йәр йүзи қуруп, Нуһ вә униң аилисидикиләр кеминиң сиртида йеңи турмушини башлиди. Пәрвәрдигар уларни бәрикәтлиди вә уларға: “Силәр көп пәрзәнтлик болуңлар, адәмләр дунияниң һәр қайси җайлириға тарқилип маканлашқичә көпийиңлар”, дәп буйриди.

Амма, кейин кишиләр топан сүйи һәққидә аңлиғанда, улар бәлким йәнә шундақ топан сүйиниң келишидин қорққан болуши мүмкин. Шуңа, Худа уларға бир нәрсә бәрди. Шу нәрсә арқилиқ Пәрвәрдигар өзиниң топан сүйи билән йәр йүзини қайта вәйран қилмайдиғанлиғи һәққидики вәдисини инсанларниң есигә селип турди. Худа инсанларниң есигә селиш үчүн, қандақ нәрсә бәргәнлигини биләмсиз? Униң бәргини һасан-һүсәндур.

Ямғур йеғип тохтиғандин кейин, қуяш чиққанда, асманда һемишәм һасан-һүсән пәйда болиду. Һасан-һүсәндә һәр хил рәңләр бар, бәкму чирайлиқ. Сиз һасан-һүсәнни көрүп баққанму? Сүрәттики һасан-һүсәнни көрдиңизму?

Худа: “Мән шундақ вәдә беримәнки, һәргизму барлиқ инсанлар вә җан-җаниварларни қайта топан сүйи билән йоқ қиливәтмәймән. Мән һасан-һүсәнләрни булутлар арисиға қойдум. Һәр қетим һасан-һүсәнни көргинимдә, өзәмниң вәдисини есимгә алимән”, деди.

Шуңа, һәр қетим һасан-һүсәнни көргиниңиздә, немини әскә елишиңиз керәк? Шуни әстә сақлаңки, Яратқучи Егимиз һәргизму дунияни қайта топан сүйи билән харап қилмайдиғанлиғини вәдә қилған.

Яритилиш 8:18—22; 9:9—17.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш