18-һЕКАЙӘ
Яқупниң һаранға келиши
СИЗ биләмсиз, Яқуп сөзлишиватқан кишиләр ким? Нурғун күнләр сәпәр қилғандин кейин, Яқуп бир қудуқниң қешида уларни учратқан еди. Улар қой беқивататти. Яқуп улардин: “Силәр қәйәрлик?”, дәп сориди.
Улар: “Һаранлиқ”, дәп җавап бәрди.
Яқуп: “Силәр Лабанни тонамсиләр?”, дәп сориди.
Улар: “Тонуймиз, әйнә қараң! Униң қизи Раһилә қойлирини һайдап келиватиду”, деди. Раһиләниң жирақтин келиватқанлиғини көрдиңизму?
Яқуп, тағиси Лабанниң қойлирини һайдап келиватқан Раһиләни көрүп, берип қудуқниң еғизидики ташни бир яққа домилитиветип, қойлирини суғирип бәрди. Андин, Яқуп Раһиләни сөйүп саламлишип, өзиниң кимлигини униңға ейтти. Раһилә наһайити һаяҗанланған һалда, өйигә қайтип берип, дадисиға хәвәр бәрди.
Лабан Яқупниң өзи билән турмақчи болғанлиғи үчүн бәк хошал болди. Кейин, Яқуп Раһилә билән той қилишни сориғанда, Лабан буни аңлап, техиму хурсән болди. Бирақ, у Яқуптин Раһилә үчүн йәттә жил етизида ишләп беришни тәләп қилди. Яқуп Раһиләни толиму яхши көргәч, у шундақ қилди. Амма, той қилидиған күн кәлгәндә, немә иш йүз бәргәнлигини биләмсиз?
Лабан Яқупқа Раһиләниң орниға чоң қизи Леяһни аяллиққа бәргән еди. Яқуп Лабанға йәнә йәттә жил ишләп беришкә қошулди. Шуңа, Лабан Раһиләниму Яқупқа аяллиққа бәрди. Шу заманларда, Худа әрләрниң бирдин артуқ аяли болушиға йол қойған. Амма һазир, Муқәддәс Китап бир әрниң пәқәт бирла аяли болуши керәклигини көрситиду.