6-САВАҚ
Топан сүйидин немини үгәндуқ?
Худа яманлиқ қилғучиларни йоқ қилди, амма Нуһ вә униң аилисидикиләрни қутқузуп қалди (Яритилиш 7:11, 12, 23).
40 кечә-күндүз қаттиқ ямғур йеғип, пүткүл йәр йүзини су бесип кәтти. Яманлиқ қилған барлиқ адәмләр өлди.
Исиянчи периштәләр өзлириниң инсан сияқидики тенини ташлап, җинларға айлинип кәтти.
Кемә ичидикиләр һаят қалди. Гәрчә, Нуһ вә униң аилисидикиләрму қерип ахири өлгән болсиму, амма Худа кәлгүсидә уларни тирилдүрүп қайта һаятлиқ бериду. Уларниң мәңгү яшаш пурсити бар.
Кәлгүсидә Худа яманлиқ қилғучиларни йәнә йоқ қилип, тоғра йолда маңғучиларни сақлап қалиду (Мәтта 24:37—39).
Шәйтан вә җинлар инсанларни давамлиқ аздуриду.
Худди Нуһниң заманидикигә охшаш, бүгүнки күндә Пәрвәрдигар Йәһваниң меһриванлиқ билән бәргән көрсәтмисини нурғун кишиләр рәт қилмақта. Йәһва пат арида барчә яманлиқ қилғучиларни йоқ қилиду (2-Петрус 2:5, 6).
Бәзи адәмләр Нуһқа охшаш, Худаниң Сөзигә қулақ салиду вә униң дегинидәк қилиду. Улар кимләр? Йәһва Гувачилири.