11-БАП
Шагиртлар хошал болди вә муқәддәс роһқа толди
Бепәрвалиқ вә қаршилиқ қилидиған кишиләргә муамилә қилишта Паул үлгә қалдурған
1, 2. Барнаба билән Паулниң сәпәр қилишиниң қандақ алаһидиликлири бар еди вә Әлчиләр 1:8дики бәшарәт қандақ әмәлгә ашқан?
Алаһидә иш үчүн тәйинләнгәнләр (Әлчиләр 13:1—12)
3. Немә үчүн милади 1-әсирдә сәпәр қилиш қийин еди?
4. а) Барнаба билән Саул қандақ қилип талланған вә етиқатдашлар буниңға қандақ инкас қайтурған? ә) Җамаәттә шан-шәрәплик вәзипиләргә еришкән қериндашларни қандақ қоллап-қувәтләләймиз?
5. Кипр аралида гувалиқ бериш паалийити қандақ жүргүзүлгән?
6, 7. а) Сергий Паулус ким болған вә немә үчүн Барйәшу униң хуш хәвәрни тиңшишиға тосалғулуқ қилишқа урунған? ә) Барйәшу қаршилиқ қилғанда, Саул немә қилған?
8. Паулниң җасаритидин қандақ үлгә алалаймиз?
Илһамландуридиған сөзләр (Әлчиләр 13:13—43)
9. Паул билән Барнаба бүгүнки күндики җамаәттә йетәкчилик қилидиғанлар үчүн қандақ әҗайип үлгә қалдурған?
10. Пәргә шәһиридин Писидийәдики Антакяғичә сәпәр қилишни тәсвирләп бериң.
11, 12. Қандақ қилип Паул өз нутуғида ибадәтханидики кишиләрниң қизиқишини ойғитишқа тиришқан?
13. Тиңшиғучиларниң қәлбигә қандақ тәсир қилсақ болиду?
14. а) Паул Әйса Мәсиһ тоғрисидики нутуғини қандақ башлиған вә тиңшиғучиларни немидин агаһландурған? ә) Тиңшиғучилар Паулниң нутуғиға қандақ инкас қайтурған?
Башқа хәлиқләргә вәз қилиш (Әлчиләр 13:44—52)
15. Паул нутуғини ейтип, кейинки Шәнбә күни немә йүз бәргән?
16. Йәһудийлар Паул билән Барнабаниң сөзлиригә қандақ инкас қайтурған вә әшу бурадәрләр зиянкәшликкә учриғанда, немә қилған?
17—19. Паул билән Барнабаниң қалдурған үлгисидин немиләрни үгинәләймиз вә бу хошаллиғимизни сақлашқа қандақ ярдәм бериду?