Вәзичиләрниң соаллири
◼ Адәм билән тәтқиқ қилишни қачан тохтитиш керәк?
Әгәр тәтқиқ қилғучи роһий җәһәттин өсмисә, силиқ-сипайилиқ билән тәтқиқ қилишни тохтатсиңиз болиду (Мәт. 10:11). Мону тоғрисида ойлап көрүң: У тәтқиқ дәрисигә келишкән вақитта келәмду? Тәтқиқ дәрисигә алдин-ала тәйярлиқ қиламду? Җамаәт учришишиға қатнашқанму? У алған билимини башқилар билән бөлүшәмду? Муқәддәс китапниң принциплирини билгәндин кейин, һаятида өзгиришләрни қиливатамду? Әлвәттә, йеши вә қабилийитини нәзәрдә тутуш вә һәрбир адәмниң роһий җәһәттин өсүши һәрхил болидиғанлиғини әстә тутуш муһим. Тәтқиқ қилишни тохтатқан һалдиму, адәмни у қайтидин тәтқиқ қилишни башлалайдиғанлиғиға ишәндүрсиңиз болиду (Тим. 1-х. 2:4).