ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙӘРӘМИЯ 12—16
Исраил Йәһвани унтуп қалди
Йәһуда билән Йерусалимниң тәрса вә тәкәббур хәлқини җазалаш үчүн Йәһва Йәрәмиягә қийин бир тапшурма бәрди
Йәрәмия зиғирдин тоқулған бәлбағни сетивалди
Бәлгә бағланған бәлбағ Йәһва билән униң хәлқиниң арисидики йеқин мунасивәтни билдүриду
Йәрәмия бәлбағни Фират дәрияси тәрәпкә елип кәтти
У бәлбағни бир ташниң йериғиға йошуруп, Йерусалимға қайтти
Йәрәмия бәлбағни қайтип елиш үчүн қайтидин Фират дәриясиға барди
Бәлбағ чирип кәтти
Йәрәмия тапшурмисини орунлап болғандин кейин, Йәһва униң мәнасини чүшәндүрди
Йәрәмия бир қариғанда мәнасиз болған ишта чин қәлбидин итаәт қилғанлиғи үчүн Йәһва өз хәлқигә муһим бир һәқиқәтни мисал арқилиқ чүшәндүрди