Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • yc 9-сав., 20—21 б.
  • Йәрәмия Йәһва тоғрисида сөзләшни тохтатмиған

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Йәрәмия Йәһва тоғрисида сөзләшни тохтатмиған
  • Келиңлар, балилар, оқайли!
  • Охшаш мәлумат
  • Қорқмас киши
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Йәрәмиядәк җасур болайли
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2017)
Келиңлар, балилар, оқайли!
yc 9-сав., 20—21 б.

9-САВАҚ

Йәрәмия Йәһва тоғрисида сөзләшни тохтатмиған

Йәрәмияни ғәзәпләнгән адәмләр қоршавалди

Адәмләр Йәрәмиягә немә үчүн аччиқланди?

Йәрәмияни патқаққа толған чоңқурлуқтин чиқириватиду

Йәһва Йәрәмияниң аман қелишиға ғәмхорлуқ қилди

Адәмләргә Йәһва тоғрисида ейтқинимизда, бәзидә улар бизгә күлиду яки аччиқлиниду. Шу чағда Худа тоғрисида сөзлигимиз кәлмәй қелиши мүмкин. Сиздиму шундақ әһвал болғанму? ~ Муқәддәс китапта Йәһвани яхши көргән, бирақ У тоғрисида сөзлигиси кәлмигән яш жигит тоғрисида йезилған. Униң исми Йәрәмия болған. Келиң, у тоғрисида көпирәк биливалайли.

Йәрәмия яш болғанда, Йәһва униңға адәмләрни яман ишлирини тохтитишқа әскәртишни тапшурған. Лекин бу тапшурмини орунлаш Йәрәмиягә қийин вә қорқунучлуқ болған. У Йәһваға: «Мән техи яш, немә ейтишимни билмәймән»,— деди. Йәһва болса униңға: «Қорқма, Мән саңа ярдәм беримән»,— деди.

Шуңа Йәрәмия адәмләр яман ишлиридин қайтмиса, Худа уларни җазалайду дәп әскәртти. Қандақ ойлайсиз, адәмләр Йәрәмияниң сөзигә қулақ салдиму? ~ Яқ, улар Йәрәмияни заңлиқ қилип, униңға аччиқланди. Бәзибирлириниң уни һәтта өлтүргүси кәлди! Шу чағда Йәрәмия өзини қандақ һис қилди дәп ойлайсиз? ~ У қорққинидин: «Буниңдин кейин Йәһва тоғрисида сөз қилмаймән»,— деди. У һәқиқәтән қорқунучқа берилдиму? ~ Яқ, берилмиди. Йәрәмия Йәһвани наһайити яхши көргәнлиги үчүн, У тоғрисида ейтмай жүрәлмиди. Қорқунучқа берилмигәнлиги үчүн, Йәһва Йәрәмияни дайим қутулдуратти.

Мәсилән, бир күни яман адәмләр Йәрәмияни патқаққа толған чоңқурлуққа ташлавәтти. У йәрдә йә тамақ, йә су болмиған. Бу адәмләр Йәрәмияниң шу йәрдә өлүп қелишини халиди. Бирақ Йәһваниң ярдими билән у аман қалди!

Йәрәмияниң мисалидин қандақ савақ алалайсиз? ~ У бәзидә қорққан болсиму, Йәһва тоғрисида сөзләшни тохтатмиған. Сиз башқиларға Йәһва тоғрисида ейтқанда, адәмләр сизгә күлүши яки аччиқлиниши мүмкин. Шунда сиз уйилишиңиз, һәтта қорқушиңизму мүмкин. Лекин Йәһва тоғрисида сөзләшни һәргиз тохтатмаң. Худа Йәрәмиягә ярдәм бәргәндәк, сизгиму ярдәм бериду!

МУҚӘДДӘС КИТАВИҢИЗДИН ОҚУҢ

  • Йәрәмия 1:4—8; 20:7—9; 26:8—19, 24; 38:6—13

СОАЛЛАР:

  • Йәһва Йәрәмиягә немә қилишни тапшурған?

  • Немишкә Йәрәмия Йәһва тоғрисида сөзләшни тохтитай дәп қалди?

  • Йәһва Йәрәмиягә қандақ ярдәм бәрди?

  • Йәрәмияниң мисалидин қандақ савақ алдиңиз?

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш