74-һЕКАЙӘ
Қорқмас киши
ҚАРАҢ, көпчилик бир яш жигитни заңлиқ қилип күлүватиду. Биләмсиз, у ким? У жигит Йәрәмия, Худаниң бәк муһим бир пәйғәмбири.
Йошия дөләт ичидики бутларни вәйран қилишқа башлап узун өтмәй, Йәһва Йәрәмияни пәйғәмбәрлик қилишқа буйриди. Йәрәмия өзини техи бәк яш, пәйғәмбәрлик қилалмаймән, дәп ойлиған еди. Бирақ, Йәһва униңға ярдәм беридиғанлиғини ейтти.
Йәрәмия пәйғәмбәр исраилларға яман иш қилишни тохтитишни ейтип, “Ят милләтләр ибадәт қилидиған илаһлар, ялған Худалар”, деди. Бирақ, нурғун исраиллар һәқ Худа Йәһваға ибадәт қилмай, әксичә бутларға ибадәт қилишти. Йәрәмия хәлиқниң қилған яман ишлири үчүн, Худаниң уларни җазалайдиғанлиғини ейтти. Амма, көпчилик уни заңлиқ қилип күлүшти.
Жиллар өтүп, Йошия өлүп кәтти. Үч айдин кейин, униң оғли Йәһуяқим падиша болди. Йәрәмия пәйғәмбәр давамлиқ хәлиққә: “Әгәр яман йолдин янмисаңлар, Йерусалим харап қилиниду”, деди. Роһанийлар Йәрәмияни тутуп, “Мошу гәпләрни қилғиниң үчүн, сән чоқум өлтүрүлисән”, дәп вақирашти. Шуниң билән, улар исраилниң әмәлдарлириға: “Йәрәмия өлтүрүлсун, чүнки у шәһиримизгә һақарәт қилди”, деди.
Әнди Йәрәмия немә қилмақчи? У қорқмиди. У көпчиликкә: “Йәһва буларни силәргә ейтишқа мени әвәтти. Әгәр силәр бундақ рәзил турмуш кәчүрүш йолуңларни өзгәртмисәңлар, Йәһва Йерусалимни харап қилиду. Амма шуни билип қоюңларки, әгәр мени өлтүрсәңлар, силәр бегуна бир адәмни өлтүргән болисиләр”, деди.
Гәрчә әмәлдарлар Йәрәмия пәйғәмбәрни қоюп бәргән болсиму, амма исраил хәлқи өзгәрмәй, давамлиқ яман йолида маңивәрди. Кейин, Бабилон падишаси Нәбуқәднәсәр Йерусалимға һуҗум қилип кәлди. Ахирида Нәбуқәднәсәр исраил хәлқини өзиниң қули қилди. Ойлап көрүң, ят бир милләт сизни жутиңиздин елип кетип, башқа бир дөләткә елип барса, қандақ һиссиятқа келисиз!