МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Ярдәмчи пешқәдәм болуп йәнә қачан хизмәт қилалаймән?
Әзәкиялниң ибадәтхана тоғрисидики көрүнүшидин Йәһва Худаниң хәлқи ихтиярий ианә қилидиғанлиғи көрүниду. Һәрбиримиз мәдһийиләш қурбанлиғини бериштә қандақ иштирак қилалаймиз? (Иб 13:15, 16).
Буниң бир яхши усули — ярдәмчи пешқәдәм болуп хизмәт қилиш. 2018-хизмәт жилиниң бирнәччә ейида бәш шәнбә билән бәш йәкшәнбә болиду. Бу болупму толуқ күн ишләп, вәз хизмитигә пәқәт дәм елиш күнлири чиққанларға қолайлиқ. Шуниң билән җакалиғучилар март, апрель вә җамаәтни наһийилик назарәтчи йоқлиған айларда 30 яки 50 саат хизмәт қилишни таллалайду.
Әгәр ярдәмчи пешқәдәм болуп хизмәт қилалмисақчу? Ундақта, хизмитимизниң сапасини яхшилитишқа вә мүмкинқәдәр көпирәк хизмәт қилишқа интилсақ болиду. 2018-хизмәт жили давамида, шараитимизниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Йәһваға болған меһир-муһәббитимиз униңға қолумизда барниң әң яхшисини беришкә дәвәт қиливәрсун! (Һш 14:2).
Хизмәттә қизғин болушта Сабина Эрнандэзқа қандақ тәқлит қилалаймән?
«ЙӘҺВА БИЛӘН ҺӘММИНИ ДЕГИДӘК ҚИЛАЛАЙМӘН» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Сабинани Йәһваға көпирәк хизмәт қилишқа немә дәвәт қилиду?
Сабинаниң үлгиси сизгә қандақ тәсәлли бериду?
2018-хизмәт жилиниң қайси айлирида ярдәмчи пешқәдәм болуп хизмәт қилалайсиз?