Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w23 июль 31-б.
  • Сиз биләмсиз?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Сиз биләмсиз?
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2023
  • Охшаш мәлумат
  • Улар һәргиз бутқа сәҗдә қилмайду
    Муқәддәс Китап һекайилири
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2023
w23 июль 31-б.

Сиз биләмсиз?

Қедимий Бабил харабилигидин тепилған хиш кесәк вә униң ясилиш усули Муқәддәс китапта йезилғанларниң тоғрилиғини қандақ испатлайду?

ҚЕДИМИЙ БАБИЛ харабилигидә археологлар шәһәрни ясашқа ишлитилгән нурғунлиған пишшиқ хишларни тепивалған. Археолог Роберт Кольдевейниң сөзигә қариғанда, бу хил хишлар «шәһәр сиртидики хумданларда пиширилгән. У йәрдә сеғиз топа яхши вә йеқилғу қилишқа ишлитилидиған отун мол болған».

Қедимий хатирә язмиларға асасән, бабиллиқ әмәлдарлар әшу очақларни қәбиһ мәхсәттиму ишләткән. Торонто университетиниң қедимий Ассурийәни тәтқиқ қилидиған Пол-Алан Болье профессори мундақ дәйду: «Бирнәччә Бабил хатирә язмилирида йезилғандәк, падиша исиянчи вә муқәддәс нәрсиләргә күпүрлүк қилған кишиләрни тирик көйдүрүп өлтүргән». Небуқаднисар падиша заманидин қалған бир хатирә язмида мундақ сөзләр йезилған: «Уларни ашпәзниң тонуриға ташлаңлар,... көйдүрүңлар, кавап қилиңлар, пүтүнләй йоқ қилиңлар... Қоюқ ис-түтәкләр көтирилсун, уларни ялқунлап турған отта көйдүрүп, күлгә айландуруңлар».

Бу тәсвирләр Муқәддәс китапниң оқурмәнлиригә Даниял китави 3-бапта баян қилинған вәқиәләрни әслитиду. Бу тарихий хәтиригә мас, Небуқаднисар падиша Бабил шәһириниң сиртидики Дура түзләңлигигә алтундин ясалған ғайәт зор һәйкәлни тиклигән. Шадрак, Мишак вә Әбәднего исимлиқ үч ибраний яш жигит бу һәйкәлгә сәҗдә қилишни рәт қилғанда, Небуқаднисар қаттиқ ғәзәплинип, очақни «адәттикидин йәттә һәссә қаттиқ» қизитип, әшу үч жигитни «дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлашни буйруди». Күчлүк бир пәриштә уларни өлүмдин қутулдуруп қалған (Дан. 3:1—6, 19—28).

© The Trustees of the British Museum. Licensed under CC BY-NC-SA 4.0. Source

Хумданда пиширилгән хиш үстидә Небуқаднисарниң исми бесилған

Бабилдин тепилған хишларму Муқәддәс Язмиларниң тоғрилиғини көрситиду. Шу хишларниң көпинчисидә падишани мәдһийилигән сөзләр бесилған. Шуларниң биридә мундақ йезилған: «Бабил падишаси Небуқаднисар... Мән улуқ падиша салған хан сарийида... Мениң әвлатлирим униңда мәңгү һөкүмранлиқ қилсун». Бу хишлар үстидә йезилған тәсвирләр Даниял 4:30-айәттики сөзләр (ЙД) билән охшап кетиду. Бу айәттә Небуқаднисар махтинип мундақ дегән еди: «Бу бүйүк Бабилон шәһиригә қараңлар! Буни мән өз улуқлуғим вә шан-шөһритим үчүн падишалиғиниң ханлиқ сарийи болсун дәп өз күч-қудритим билән салдурған әмәсму?»

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш