Һәр һәптидә тәтқиқ қилишқа немә ярдәм бериду?
МУҚӘДДӘС КИТАПНИ шәхсий үгинишиңиз қандақ өтиду? Турақлиқ вә қизиқарлиқ өтәмду? Бәзидә бу асан болмайду. Амма тазилиқни сақлашқа охшаш турақлиқ ишниң пайдиси һәққидә ойлап көрүң. Жуюнуш үчүн вақит бөлүп, күч чиқиришимиз керәк. Бирақ жуюнуп болғандин кейин өзүңизни йеник һис қилип, сәгәк болуп қалисиз. Дәл шуниңға охшаш, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғанда, биз Худа Сөзи билән жуюнуп, сәгәк болимиз (Әф 5:26). Төвәндә ярдәм беридиған бәзибир мәслиһәтләрни тапалайсиз.
Җәдвәл түзүң. Худаниң һәрбир хизмәтчиси Муқәддәс китапни шәхсий тәтқиқ қилиши лазим. Бу муһим ишларниң бири (Флп. 1:10). Шәхсий үгинишни өткүзмәкчи болған күн билән вақитни қәғәзгә йезип, көзгә көринидиған йәргә, мәсилән музлатқучниң ишигигә есип қоюң. Яки болмиса шу күнни есиңиздә тутушиңиз үчүн телефониңизға әскәртмә йезип қойсиңиз болиду.
Шәхсий үгинишиңизни өз вәзийитиңизгә маслаштуруң. Сизгә узақ вақит тәтқиқ қилиш яқамду, йә болмиса бөлүп-бөлүп аз вақит үгиниш қолайлиқму? Сизгә қайси усул яхширақ болидиғанлиғини пәқәт өзүңиз билисиз. Шуңа шәхсий үгинишиңизни өз вәзийитиңизгә маслаштуруң. Тәтқиқ қилидиған вақтиңиз кәлгәндә, хаһишиңиз болмиса, он минут болсиму тәтқиқ қилип көрүң. Он минутниң ичидә көп нәрсиләрни үгинәләйсиз. Тәтқиқ қилишни башлисиңиз, кейин қизиқип, давамлаштуруп кетишиңиз мүмкин (Флп. 2:13).
Тәтқиқ қилидиған мавзуни алдин ала таллаң. Әгәр немини тәтқиқ қилишқа болидиғанлиғи тоғрилиқ үгиниш вақтида ойлисиңиз, «вақитни дурус пайдиланмай» қалисиз (Әфәс. 5:16). Сизгә қизиқ болидиған мавзуларниң тизимини йезип жүрүң. Қандақту бир мавзуға бағлиқ соал пәйда болса, уни бирдин тизимға киргүзүң. Әгәр һәрбир шәхсий үгиништин кейин тәтқиқ қилишни халайдиған йәнә бир мавзулар пәйда болса, уларниму йезип қоюң.
Керәк болса, өзгиришләрни қилиң. Әң муһими шәхсий үгинишни һәр һәптидә өткүзүп туруш. Керәк болса, үгинишниң вақти, мавзуси, узақлиғини өзгәртсиңиз болиду.
Әгәр биз шәхсий үгинишни дайим өткүзүп турсақ, буниң пайдисини чоқум көрүмиз. Биз Йәһваға йеқинирақ болумиз, дана болумиз вә күч-қувәткә еришимиз (Йәшуа 1:8).