Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • ijwfq 54-мақала
  • Йәһва гувачилири аҗришишқа қандақ қарайду?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Йәһва гувачилири аҗришишқа қандақ қарайду?
  • Көпчиликни қизиқтурудиған соаллар
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • Йәһва гувачилири әр-аялниң арисида қийинчилиқлар пәйда болғанда ярдәм берәмду?
  • Әгәр Йәһва гувачиси аҗрашмақчи болса, җамаәт ақсақаллардин рухсәт елиши керәкму?
  • Йәһва гувачилири айрим турушқа қандақ қарайду?
  • Муқәддәс китапниң аҗришиш вә айрим турушқа тегишлик көзқариши
    Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар
  • Нека риштилирини қәдирләң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2018
  • Оқурмәнләрниң соаллири
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2022
Көпчиликни қизиқтурудиған соаллар
ijwfq 54-мақала
Иккигә бөлүнгән той сүрити

Йәһва гувачилири аҗришишқа қандақ қарайду?

Бизниң некаға һәм аҗришишқа тегишлик көзқаришимиз Муқәддәс китапқа асасланған. Худаниң нийити бойичә әр-аялниң иттипақи мәңгү болуши керәк. Муқәддәс китапқа бенаән аҗришишқа бирла сәвәп бар. Бу — җинсий әхлақсизлиқ (Мәтта 19:5, 6, 9).

Йәһва гувачилири әр-аялниң арисида қийинчилиқлар пәйда болғанда ярдәм берәмду?

Һә, буниң бирнәччә усули бар:

  • Әдәбиятлар. Дайим нәшир қилиниватқан мәлуматлар һәтта мунасивити бузулай-бузулай дегән некаларни мәһкәм қилалайду. Мәсилән, «Некада вападар болуң» (рус), «Кәчүрүшкә қандақ үгинишкә болиду?» (рус) вә «Бир-бириңларға буруңқидәк ишинишкә немә ярдәм бериду?» (рус) намлиқ мақалиләргә қараң.

  • Учришишлар. Биз учришишлиримизда һәм конгресслиримизда некаға тегишлик Муқәддәс китаптики әмәлий мәслиһәтләрни муһакимә қилимиз.

  • Ақсақаллар. Җамаәт ақсақаллири әр-аялларниң диққитини Әфәсликләргә 5:22—25тәк айәтләрдики нәсиһәтләргә көңүл бөлүп, шәхсий ярдәм бериду.

Әгәр Йәһва гувачиси аҗрашмақчи болса, җамаәт ақсақаллардин рухсәт елиши керәкму?

Яқ. Һәтта әр-аял некадики қийинчилиқлириға тегишлик ярдәм сорисиму, җамаәт ақсақаллириниң уларниң немә қилиш керәклигини ейтишқа һоқуқи йоқ (Галатилиқларға 6:5). Бирақ бирси Муқәддәс китапта тилға елинмиған сәвәп билән аҗришишни қарар қилса, униң башқа бирси билән баш қошушқа асаси йоқ вә у җамаәттә қандақту бир вәзипигә егә болалмайду (Тимотийға 1-хәт 3:1, 5, 12).

Йәһва гувачилири айрим турушқа қандақ қарайду?

Һәтта әр-аял қийин әһвалда болсиму, Муқәддәс китапта биллә болушқа мәслиһәт берилиду (Коринтлиқларға 1-хәт 7:10—16). Чин көңүлдин дуа қилиш, Муқәддәс китаптики принципларни қоллиниш вә меһир-муһәббәтни көрситиш арқилиқ көплигән мәсилиләрни һәл қилишқа болиду (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4—8; Галатилиқларға 5:22).

Амма бәзи мәсиһийләр төвәндә кәлтүрүлгән қийин вәзийәтләрдә айрим турушқа қарар қилиши мүмкин:

  • Һәмрайи аилисини тәминләшни рәт қилғанда (Тимотийға 1-хәт 5:8).

  • Һәмрайи һаятиға хәвп-хәтәр кәлтүргәндә (Зәбур 11:5).

  • Һәмрайи ибадәт қилишқа тосалғу қилғанда. Мәсилән, ери яки аяли Худаниң қанунини бузушқа мәҗбурлиши мүмкин. У чағда хәвп-хәтәр астида болған әр яки аял «һөкүмран сүпитидә инсанларға әмәс, бәлки Худаға беқиниш» үчүн айрим яшашқа тоғра болиду дәп қарар қилиши мүмкин (Әлчиләр 5:29).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш