Аилиләр үчүн ярдәм
МУҚӘДДӘС КИТАПТА ӘҢ ИШӘНЧИЛИК ЙОЛ-ЙОРУҚ БАР. У йәрдә әр-аяллар, ата-анилар вә яшлар үчүн мәслиһәтләр йезилған. Бу китапниң принциплири инсанниң тәпәккүр қилиш ихтидарини ашурушқа вә һаятқа болған тоғра көзқарашни йетилдүрүшкә ярдәм бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 1:1—4).
МУҚӘДДӘС КИТАПТА ҺАЯТТИКИ ӘҢ МУҺИМ СОАЛЛАРНИҢ ҖАВАПЛИРИ БАР, ШУ ҖҮМЛИДИН:
Һаятниң мәнаси немә?
Инсанийәтниң азап-оқубәтлири үчүн Худа әйипликму?
Адәм өлгәндә немә болиду?
Бу вә башқа соалларға җавап елиш үчүн сизни Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа тәклип қилимиз. «Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк?» намлиқ видеони көрүң. Кодни сканер қилиң яки www.jw.org торбетигә кириң.