31-һЕКАЙӘ
Муса вә һарунниң фирәвн билән көрүшүши
МУСА пәйғәмбәр Мисирға қайтип келип, барлиқ мөҗүзиләр тоғрисида акиси Һарунға ейтип бәрди. Муса билән Һарун исраилларға мөҗүзиләрни көрсәткәндин кейин, Йәһваниң Муса пәйғәмбәр билән биргә екәнлигигә барлиқ хәлиқ ишәнди.
Андин кейин, Муса билән Һарун фирәвн билән көрүшкили барди. Улар униңға: “Исраилларниң Худаси Йәһва, ‘хәлқимни үч күнлүк йол бесип, чөл-баяванда Маңа ибадәт қилишқа барғили қой’, дәйду”, деди. Амма фирәвн: “Мән Йәһваға ишәнмәймән, һәм исраилларниму барғили қоймаймән”, дәп җавап бәрди.
Хәлиқ иш тохтитип, Йәһваға ибадәт қилмақчи болғини үчүн, фирәвн қаттиқ аччиқланди. Шуңа, у исраилларни техиму еғир иш қилишқа мәҗбурлиди. Исраиллар өзлириниң шундақ хорлинип җапа тартқинини Мусадин көрүп, уни әйиплиди. Буниң үчүн Муса бәкму беарам болди. Амма, Йәһва униңға ғәм қилмаслиқни ейтип: “Мән чоқум фирәвнни Мениң хәлқимни кәткили қойидиған қилимән”, деди.
Муса билән Һарун фирәвн билән көрүшкили йәнә барди. Бу қетим улар бир мөҗүзә көрсәткән еди. Һарун тайиғини йәргә ташлиди, таяқ чоң иланға айланди. Амма, фирәвнниң қол астидики данишмәнләрму тайиғини йәргә ташлиди, уларму иланға айлинип кәтти. Бирақ, қараңа! Һарунниң илини, данишмәнләрниң иланлирини йәп кәтти. Фирәвн йәнила исраилларни қоюп бәрмиди.
Шуниң билән, Йәһва фирәвнгә өз күч-қудритини бир көрситип қоймақчи болди. Униң қандақ қилғанлиғини биләмсиз? Йәһва Мисирға он апәт яғдурди.
Нурғун апәтләрдин кейин, фирәвн Мусаға адәм әвәтип: “Апәтни тохтат, мән исраилларни маңғили қойимән”, деди. Бирақ, апәт тохтиғанда, фирәвн гепидин йенивалди. У хәлиқни маңғили қоймиди. Амма, онинчи апәттин кейин, ахири фирәвн исраилларни маңғили қойди.
Қайси 10 апәт, сиз биләмсиз? Кейинки бәттики шу апәтләр тоғрисидики һекайини бирликтә оқуп бақайли.