48-һЕКАЙӘ
Әқиллиқ гибеонлуқлар
ҚАНАН зиминдики нурғун шәһәрләр исраилларға қарши уруш қилишқа тәйяр болди. Улар өзлирини ғалибә қилалаймиз, дәп ойлишатти. Лекин, йеқин әтраптики Гибеон шәһиридики хәлиқ ундақ дәп ойлимиған еди. Чүнки, улар Пәрвәрдигар Йәһваниң исраилларға ярдәм бериватқанлиғиға ишәнгәч, Йәһваға қарши уруш қилишни халимиған еди. Ундақта, гибеонлуқларниң немә иш қилғанлиғини биләмсиз?
Улар көрүнүшкә өзлирини бәкму жирақ җайда яшайдиған қилип көрситишни қарар қилди. Шуңа, бәзи әрләр җул-җул кийимләрни вә ямақ чүшкән кона аяқларни кийип, ешәклиригә житиқ хурҗунни артип, қетип кәткән нанларни алди. Андин улар Йәшуниң қешиға берип: “Биз жирақ бир жуттин кәлдуқ, чүнки силәрниң улуқ Худайиңлар Йәһва тоғрисида аңлиған едуқ. Биз униң силәр үчүн Мисирда қилған барлиқ ишлирини аңлидуқ. Йетәкчилиримиз бизни әвәткәч, йемәклик тәйярлап сәпәргә чиқип, силәр билән көрүшкили кәлдуқ. Йетәкчилиримиз: “Биз силәрниң хизмәткариңлар. Биз билән уруш қилмаслиққа вәдә бәрсәңлар”, дәп исраилларға ейтиңлар дегән еди. Силәр көрүп турғандәк узун сәпәрдә кийим-кечәклиримиз житилип, нанлиримиз қетип таштәк болуп кәтти”, деди.
Йәшу вә башқа исраилларниң йетәкчилири гибеонлуқларға ишәнди. Шуңа, улар гибеонлуқлар билән уруш қилмаслиққа вәдә бәрди. Бирақ, үч күндин кейин, исраиллар әмәлиятта гибеонлуқларниң йеқин әтрапта яшайдиғанлиғини билди.
Йәшу улардин: “Силәр немә үчүн бизгә, биз жирақ жуттин кәлдуқ дәйсиләр?”, дәп сориди.
Гибеонлуқлар: “Шундақ қилишимиз, биз силәрниң Худайиңлар Йәһваниң пүткүл Қанан зиминини силәргә беришни вәдә қилғанлиғини аңлиған. Шуңа, силәрни бизни өлтүрүветәмдикин, дәп қорққан едуқ”, дәп җавап беришти. Лекин, исраиллар вәдисидә туруп, гибеонлуқларни өлтүрмиди. Әксичә уларни өзлиригә хизмәткар қилди.
Гибеонлуқларниң Исраил билән келишим түзгәнлигини билгән Йерусалим падишаси қаттиқ ғәзәпләнди. Шуңа, у башқа төрт падишаларни: “Келип, мениң Гибеон билән уруш қилишимға ярдәм бериңлар”, дәп чақирди. Шуниң билән, бәш падиша бирләшти. Ундақта, гибеонлуқларниң исраиллар билән келишим түзүп, өзлирини бәш падишаниң дүшминигә айландуруши ақиланә қарарму? Қени көрүп бақайли!