49-һЕКАЙӘ
Қуяшниң бир орунда тохтап туруши
ЙӘШУҒА қараң. У мундақ дәватиду: “Қуяш, тохтап тур!”. Шуниң билән, қуяш бир орунда тохтап, пүтүн күн нурини чечип турди. Бу мөҗүзә Йәһваниң күч-қудрити билән йүз бәргән еди! Амма, Йәшу немә үчүн қуяшниң давамлиқ нур чечип турушини үмүт қилған? Биз бирликтә көрүп бақайли.
Қанан зиминидики бәш залим падишалар гибеонлуқларға қарши уруш башлиғанда, гибеонлуқлар адәм әвәтип Йәшудин ярдәм сориди. У адәм: “Дәрһал, қешимизға келип, бизни қутқазғин! Тағлиқ жутлардики падишалар сениң хизмәткарлириңға қарши уруш қилиш үчүн кәлди”, деди.
Йәшу вә униң барлиқ җәңчилири дәрһал йолға чиқти. Улар кечичә сәпәр қилип, әтиси Гибеонға кәлгәндә, бәш падишаниң қошунлири қорқуп қечишқа башлиди. Шуниң билән, Йәһва асмандин чоң-чоң мөлдүрләрни яғдурди. Йәшуниң җәңчилири өлтүргән кишиләргә қариғанда, мөлдүр соқуп өлгән кишиләрниң сани көп еди.
Йәшу көп өтмәй қуяшниң петип кетидиғанлиғини көрди. Қараңғу чүшсә, бәш падишаниң әскәрлири қечип кетәтти. Шуңа, Йәшу Йәһваға дуга қилип, андин шундақ дегән еди: “Қуяш, тохтап тур!”. Қуяш бир орунда нур чечип турғанда, исраиллар пүтүнләй ғалибә қилғичә җәң қилалатти.
Қанан зиминида Худа хәлқини өч көридиған йәнә нурғун залим падишалар бар еди. Шуңа, Йәшу вә униң қошуни шу зиминдики 31 падишани мәғлуп қилғичә алтә жилчә вақит өтүп кәтти. Андин кейин, Йәшу Қанан зиминини, техи йәр-зиминға егә болмиған исраил қәбилилиригә бөлүп бәрди.
Нурғун жиллар өтүп, Йәшу 110 йешида өлүп кәтти. У вә униң достлири һаят вақтида, хәлиқ Йәһваға бойсунуп яшиди. Амма, шу итаәтчан кишиләр өлгәндә, хәлиқ яман ишларни қилишни башлап, бешиға еғир күнләр кәлди. Бу вақитта, улар һәқиқәтән Йәһваниң ярдимигә муһтаҗ болди.