96-һЕКАЙӘ
Әйсаниң кесәл кишиләрни сақайтиши
ӘЙСА Мәсиһ сәпәр қилғинида, барғанла җайлардики ағриқ кишиләрни сақайтқан еди. Шу мөҗүзиләр һәққидә, төрт әтраптики йеза-қишлақ вә шәһәр-базарларға хәвәр тарқалди. Шуңа, нурғун кишиләр мәйип, қарғу, кекәч вә башқа ағриқларни Әйсаниң алдиға елип кәлди. У уларниң һәммисини сақайтти.
Йәһия пәйғәмбәр Әйсани чөмүлдүргәндин һазирғичә, үч жилдин көпирәк вақит өтүп кәткән еди. Әйса пәйғәмбәр әлчилиригә узунға қалмай өзиниң Йерусалимға баридиғанлиғи; у йәрдә өлтүрүлидиғанлиғи; андин кейин өлүмдин тирилдүрүлидиғанлиғини ейтти. Шу ишлар йүз бериштин бурун, һәзрити Әйса давамлиқ кесәлләрни давалиди.
Бир дәм елиш күни, Әйса пәйғәмбәр кишиләргә тәлим беривататти. Дәм елиш күни болса йәһудийлар арам алидиған бир күн. Сиз көрүп турған бу аял бәк еғир кесәл тартқан еди. У 18 жил бели пүкүлгән болуп, руслинип тик туралматти. Шуңа, Әйса Мәсиһ қолини униң учисиға қоюведи, у аял руслинип тик турушқа башлиди. Униң кесили сақайди!
Бу иш диний йетәкчиләрниң аччиғини кәлтүрди. Уларниң арисидики бири: “Иш вақтимиз алтә күн. Шипалиқ издигүчиләр дәм елиш күнидин башқа шу алтә күн ичидә келиши керәк!”, дәп көпчиликкә вақириди.
Бирақ, Әйса Мәсиһ җавап берип: “Силәр рәзил адәмләр. Араңларда һәр қандақ бириңлар болсун, дәм елиш күнидә ешигиңларни йешип суғарғили елип барисиләрғу. Шундақ екән, 18 жил кесәл азави тартқан бу бечарә аялни, дәм елиш күни сақайтсам болмаптиму?”, деди. Униң җавави шу рәзил кишиләрни хиҗаләт қилди.
Кейин, һәзрити Әйса вә униң әлчилири Йерусалимға қарап йолға чиқти. Улар Ериха шәһиридин чиқип меңишиға, икки қарғу тиләмчи Әйсаниң өтүп кетиватқанлиғини аңлиди. Шуңа, улар: “Әйса, бизгә ярдәм бәргин!”, дәп товлиди.
Һәзрити Әйса уларни чақирип: “Мән силәргә немә иш қилип берәй?”, дәп сориди. Улар: “Устаз, көзлиримизни ачқайсиз!”, дейишти. У уларниң көзигә қолини тәккүзди, улар шуан көрәлиди! Әйсаниң немә үчүн шундақ әҗайип мөҗүзиләрни қилғанлиғини биләмсиз? Сәвәви, у кишиләрни яхши көрәтти, һәм башқиларниң униңға ишинишини үмүт қилатти. Шуниң үчүн, Әйса падиша болуп һөкүмранлиқ қилидиған заман кәлгәндә, йәр йүзидә инсанларниң кесәл болмайдиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз!