Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 104-һекайә
  • Әйсаниң асманға чиқип кетиши

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Әйсаниң асманға чиқип кетиши
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Худа Падишалиғи дегән немә?
    Муқәддәс китап тәлимлири
  • Худа Падишалиғи дегән немә?
    Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?
  • Худа Падишалиғи дегән немә?
    Худа биздин немә тәләп қилиду?
  • Һәзрити Әйсаниң өлүми сизни немигә ериштүриду?
    Худаниң Сөзигә қулақ селип мәңгү яшаң!
Көпирәк мәлумат
Муқәддәс Китап һекайилири
my 104-һекайә
The disciples look on as Jesus ascends to heaven

104-һЕКАЙӘ

Әйсаниң асманға чиқип кетиши

КЕЙИНКИ күнләрдә, һәзрити Әйса өз әгәшкүчилиригә көп қетим көрүнди. Бир нөвәт, тәхминән 500 гә йеқин шагирт уни көргән еди. Әйса уларға көрүнгәндә немә дегәнлигини биләмсиз? У уларға Худа Падишалиғи һәққидә сөз қилған еди. Чүнки Пәрвәрдигар Йәһва, Мәсиһ Әйсани йәр йүзигә Падишалиқ тоғрисида кишиләргә тәлим беришкә әвәткән еди. У давамлиқ тәлим бәрди, һәтта өлүп тирилгәндин кейинму шундақ қилди.

Ядиңиздиму, Худа Падишалиғи дегән немә? Шундақ, у Падишалиқ — Худаниң асмандики һәқиқий бир һөкүмүти. Йәһва Худа, Падиша болушқа Әйсани таллиған. Биз үгинип өткәндәк, Әйса, у қалтис бир Падиша! У ач қалғанларни тойдурған, кесәлләрни сақайтқан, һәтта өлгәнләрни тирилдүргән еди!

Ундақта, Әйса Мәсиһ асманда падиша болуп миң жил һөкүмранлиқ жүргүзгәндә, йәр йүзиниң әһвали қандақ болиду? Пүткүл йәр шари гөзәл бир җәннәткә айлиниду. У вақитта, йәнә урушлар, җинайәтләр вә кесәлликләр, һәтта өлүм болмайду. Шундақ болидиғанлиғиға қәтъий ишәнч қилалаймиз! Чүнки, Худа йәр шарини инсанларниң хошал-хорам һаят кәчүридиған җәннити болсун, дәп яратқан еди. Мошу сәвәптин, у дәсләптә Ерәм беғини бәрпа қилған еди. Худа мәхсәт қилған ишлар кәлгүсидә Әйса Мәсиһ арқилиқ ахири пүтүнләй әмәлгә ашурулиду.

Әйса 40 күн җәриянида, өз шагиртлириға көп қетим көрүнгән еди. Шуңа, улар униң қайта һаятлиққа егә болғанлиғиға ишәнди. Мана әнди Әйсаниң асманға қайтип чиқип кетидиған вақит-саати кәлди. Бирақ, у шагиртлиридин айрилип асманға чиқип кетиштин илгири, уларға: “Муқәддәс роһ силәргә кәлгичә, Йерусалимда туруңлар”, деди. Муқәддәс роһ — Худаниң һәрикәт күчи, у чиқиватқан шамалға охшайду. Әйса пәйғәмбәргә әгәшкүчиләрниң Худаниң ирадисини орунлиши үчүн муқәддәс роһ ярдәм бериду. Әң ахирида, Әйса Мәсиһ: “Силәр Мән тоғрисидики хәвәрни дунияниң булуң-пушқақлириғичә йәткүзүңлар”, деди.

Һәзрити Әйса бу гәпләрни қилғандин кейин, һәйран қаларлиқ бир иш йүз бәрди. Худди бу рәсимдә көрүп турғиниңиздәк, у асманға көтирилди. Кейин, бир парчә булут уни оравелип көздин ғайип болди. Шагиртлар Әйсани қайта йәнә көрмиди. Әйса Мәсиһ асманға чиқип кетип, йәр йүзидики әгәшкүчилири үстидин һөкүмранлиқ қилишни башлиди.

1-Коринтлиқлар 15:3—8; Вәһийләр 21:3, 4; Әлчиләр 1:1—11.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш