Худа зулум дунияни йоқ қилиду
18 Адәмниң әвлатлири көпәйди. Уларму шундақла наһайити яман болуп кетишти. Шуниң үчүн Худа уларни йоқ қилиш қарариға кәлди (Яритилиш 6:1, 5, 7).
19 Лекин Нуһ исимлиқ бир яхши адәм болған (Яритилиш 6:8, 9).
Шу әски адәмләрни йоқитиш вақтида аилиси билән аман қелиши үчүн Йәһва Тәңри униңға наһайити йоған кемә ясашни буйриди. Бу кеминиң шәкли чоң сандуққа охшиған. (Яритилиш 6:13, 14).
20 Улар кемигә һәр хил җаниварларни алди (Яритилиш 6:19—21).
21 Йәһва Худа әҗайип қаттиқ ямғурни яққузди. Һәммә яман адәмләр өлүп кәтти, кемидә болғанларла аман қалди. Немишкә, биләмсиз? (Яритилиш 6:17; 7:11, 12, 21; Петрусниң 1-хети 3:10—12).