Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • rq 10-сав., 20—21 б.
  • Худа өч көрүдиған қилиқлар

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Худа өч көрүдиған қилиқлар
  • Худа биздин немә тәләп қилиду?
  • Охшаш мәлумат
  • Худа достлири яманлиқ қилиштин нери қачиду
    Сиз Худаниң дости болалайсиз!
Худа биздин немә тәләп қилиду?
rq 10-сав., 20—21 б.

10-савақ

Худа өч көрүдиған қилиқлар

Худа үчүн яман болуп санилидиған нәрсиләргә қандақ қараш керәк? (1)

Қандақ җинсий жүрүш-турушлар дурус әмәс? (2)

Мәсиһчиниң ялғанчилиққа қандақ қариши керәк? (3) қимарвазлиққа? (3) оғурлуққа? (3) зорлуққа? (4) спиритизмға? (5) һарақхорлуққа? (6)

Қандақ қилип адәм яман қилиқлардин қутулалайду? (7)

1. Худа хизмәтчилири яхшилиқ қилишқа амрақ. Бирақ улар шундақла яманлиқни өч көрүшкә үгиниши керәк (Зәбур 96:10). Бу Худа өч көрүдиған қилиқлардин қечиш дегәнни билдүриду. Қандақ қилиқлардин?

2. Бузуқлуқ. Некадин авалқи җинсий алақә, некадики җинсий вапасизлиқ, мал билән болған җинсий алақилар, йеқин туққанлар арисидики җинсий алақилар вә гомосексуализм — буларниң һәммиси Худаға қарши қилинған еғир гуналар (Ләви 18:6; Римлиқларға 1:26, 27; Кор. 1-х. 6:9, 10). Әгәр икки киши некада болмай биллә турса, у чағда уларниң йә айрилип кетиши, йә некадин өтиши дурус болиду (Ибранийларға 13:4).

3. Ялғанчилиқ, қимарвазлиқ, оғурлуқ. Йәһвә Худа һеч қачан ялған ейтмайду (Титқа 1:2). Ким Униң мақуллишиға сазавәр болғуси кәлсә, у ялған ейтмиши керәк (Тәмсилләр 6:16—19; Колосилиқларға 3:9, 10). Қимарвазлиқниң һәммә түрлири қизғанчуқлуқни қозғайду. Шуниң үчүн мәсиһчиләр һеч қандақ қимар оюнлирини ойнимайду, мәйли бу лотерея, ат чепиш йә ошуқ оюни болсун (Әфәсликләргә 5:3—5). Мәсиһчиләр оғурлимайду. Улар оғурланған нәрсиләрни билип туруп сетивалмайду вә һеч кимниң бир нәрсисини рухсәтсиз алмайду (Чиқиш 20:15; Әфәсликләргә 4:28).

4. Аччиқ ғәзәплиниш, зорлуқ. Нәзәр астида тутулмиған ғәзәп зорлуққа елип келиши мүмкин (Яритилиш 4:5—8). Зорлуқ қилидиған адәм Худаниң дости болалмайду (Зәбур 10:5; Тәмсилләр 22:24, 25). Бәлким, бизгә бирлири яманлиқ қилса, өч елиш яки яманлиққа яманлиқ билән қайтуруш дурус әмәс (Тәмсилләр 24:29; Римлиқларға 12:17—21).

5. Җода қилиш вә спиритизм. Гайибир адәмләр кесәллиридин сақийиш үчүн роһларниң күчигә мураҗиәт қилиду. Башқилири өзиниң дүшмәнлирини ағрип қалсун, һәттә өлсүн дәп, сехирлиқ қилиду. Барлиқ бу ишларниң арқисида турған күч — Шәйтан. Шуңлашқа мәсиһчиләрниң бу ишларға һәргиз қатнашмиши лазим (Қанун шәһри 18:9—13). Бизгә қарши қилған җодилардиң әң яхши һимайә — Йәһвә Худа билән зич қарим-қатнашни сақлап қелиш (Тәмсилләр 18:10).

6. Һарақхорлуқ. Бир аз пива вә башқа һарақ шараплиқ ичимликләрни ичиштә һеч натоғра нәрсә йоқ (Зәбур 103:15; Тимотийға 1-хәт 5:23). Бирақ мәс болуш вә дайим ичиш — Худаниң алдида дурус әмәс (Кор. 1-х. 5:11—13; Тимотийға 1-хәт 3:8). Һарақ-шарапни ашуруп ичиш тәнсақлиққа зиян кәлтүрүши вә аилини бузуши мүмкин. Андин ташқири, мундақ адәм яман ишларға оңайла езиқиши мүмкин (Тәмсилләр 23:20, 21, 29—35).

7. Худа яхши көрмәйдиған ишлар билән шуғулланған адәмләр «Худаниң Падишасиға мирас болалмайду» (Гал. 5:19—21). Әгәр сиз һәқиқәтән Худани яхши көрсиңиз вә Униңға йеқишни халисиңиз, сиз әшу қилиқлардин қутулалайсиз (Йоһанниң 1-хети 5:3). Худа яман дәп һесаплайдиған нәрсини өч көрүшкә үгиниң (Римлиқларға 12:9). Худаға яқидиған адәтлири бар адәмләр билән арилишип жүрүң (Тәмсилләр 13:20). Йетилгән мәсиһчи достлар сизгә ярдәм көрситәләйду (Яқуп 5:14). Әң әвзили дуга қилип, Худаниң ярдимигә ишәш қилиң (Фил. 4:6, 7, 13).

[20, 21-бәттики рәсимләр]

Худа зорлуқни, қимарвазлиқни, оғурлуқни, һарақхорлуқни өч көрүду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш