14-САВАҚ
Худа достлири яманлиқ қилиштин нери қачиду
Шәйтан адәмләрни яманлиқ қилишқа езиқтуриду. Худаниң дости болғуси кәлгән адәм Худа өч көргән нәрсиләрни өч көрүши лазим (Зәбур 96:10). Мәсилән, Худаниң достлири мундақ ишлардин қечиду:
Җинсий әхлақсизлиқ билән бағлаштики гуналар. “Рәпиқий вапасизлиқ қилма” (Чиқиш 20:14). Некадин авалқи җинсий алақиму натоғра (Коринтлиқларға 1-хәт 6:18).
Һарақхорлуқ. “Һарақхорлар... Худаниң Падишалиғини мирас қилмайду” (Коринтлиқларға 1-хәт 6:10).
Өлтүрүш, бала чүшүрүш. “Өлтәрмә” (Чиқиш 20:13).
Оғурлуқ. “Оғурлима” (Чиқиш 20:15).
Ялғанчилиқ. Йәһвә Худа “ялған ейтқан тилни” өч көриду (Пәнд-нәсиһәтләр 6:17).
Зөрлуқ вә һәдидин ташқири ғәзәп. “Зорлуқни яхши көридиғанларни [Йәһвә] Худа өч көриду” (Зәбур 10:5). “Тәнниң ишлири бәлгүлүк, улар... қаттиқ ачиқлиниш” (Галатилиқларға 5:19, 20).
Қимар оюнлири. “Мән силәргә йезиватқинимниң сәвәви, силәр... қизғанчуқ адәмләр билән... башқа арилашмаңлар” (Коринтлиқларға 1-хәт 5:11).
Ирқий яки қәбиллий өчмәнлик. “Дүшмәнлириңларни яхши көрүңлар... һәм силәрни рәнҗиткәнләр вә қоғлиғанлар үчүн дуга қилиңлар” (Мәтта 5:43, 44).
Худа бизгә ейтқан сөзлири биз үчүн пайдилиқ. Яман ишлардин қачмақ һәр қачан оңай әмәс. Йәһвә Худа вә Униң Гувачилириниң ярдими арқилиқ сиз Худа өч көридиған ишлардин нери қачалайсиз (Йәшая 48:17; Филипиликләргә 4:13; Ибранийларға 10:24, 25).