1-САВАҚ
Худа сизни Өзиниң дости болушқа тәклип қилиду
Худа сизни Униң дости болушиңизни халайду. Сиз аләмдики қудрити әң улуқ Шәхсниң дости болалайдиғиниңизни ойлинип көргәнму? Қедимий заманда яшиған Ибраһим Худаниң дости дәп аталған еди (Яқуп 2:23). Муқәддәс китапта ейтилған башқиму адәмләр шундақла Худа билән дост болғиниға хурсән болған вә мол бәрикәтләнгән. Бүгүн йәрниң түрлүк җайлирида яшаватқан адәмләр Худаниң достлири болуватиду. Сизму шундақла Худаниң дости болалайсиз.
Қандақту бир адәмниң дости болғичә, Худаниң дости болған яхшидур. Худа һеч қачан Өзиниң садиқ достлириниң көңлини қалдурмайду (Зәбур 17:26). Бай болғандин көрә, Худаниң дости болған артуқ. Бай адәм өлгәндә, униң байлиғи башқилириға қалиду. Худа билән дост болғанларниң ғәзниси бар, уни һәч ким алалмайду (Мәтта 6:19).
Сизниң Худа билән тонушиватқиниңизға бәзи бир адәмләр кашил қилиши мүмкин. Уларниң арисида һәтта сизниң достлириңиз яки туқанлириңиз болуши мүмкин (Мәтта 10:36, 37). Әгәр сизниң үстиңиздин бирси күлсә яки қорқатса, өзиңиздин сорап көрүң: кимгә мән яқай даватимән — адәмләргиму яки Худағиму? Мана мону тоғрилиқ ойлап көрүң: әгәр сизни бирси ғиза йемә десә, сиз уни тиңшамсиз? Әлвәттә, яқ! Өмүр сүрүш үчүн сизгә ғиза керәк. Амма Худа сизниң өмүриңизни мәңгү қилалайду! Шуниң үчүн Худа билән дост болуш йолини үгиневириш үчүн, һеч кимгә тосалғулуқ қилишқа йол бәрмәң (Йоһан 17:3).