15-нахша
Мәвҗудатлар Йәһвани мәдһийиләйду
(Зәбур 19)
1. Йәһва Худа, көңлүмгә шу аян:
Юлтузлар топи тинч қилип баян,
Шан-шәрипиңни қилар нәмаян,
Инсанға һекмәтни қилар аян.
Шан-шәрипиңни қилар нәмаян,
Инсанға һекмәтни қилар аян.
2. Сән қуяш, ай, юлтузни яраттиң,
Чәксиз деңизға пасил айридиң.
Асминиңға қарисақ әйминип,
Унтумайсән бизни қандақ қилип?!
Асминиңға қарисақ әйминип,
Унтумайсән бизни қандақ қилип?!
3. Пак һәм адилдур һәқ қанунлириң,
Келәр бизгә һәр күн әскәртишиң.
Алтундин қиммәт қанун-пәрманиң,
Һәқ йолуңда маңай, Худа, Сениң.
Алтундин қиммәт қанун-пәрманиң,
Һәқ йолуңда маңай, Худа, Сениң.
(Шундақла Зәб. 12:6; 89:7; 144:3; Рим. 1:20ни қараң.)