Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • rk 6-сав., 15—17 б.
  • Худаниң йәр шари үчүн қандақ мәхсити бар?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Худаниң йәр шари үчүн қандақ мәхсити бар?
  • Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
  • Охшаш мәлумат
  • Худаниң йәргә тегишлик нийәтлири қандақ?
    Худа биздин немә тәләп қилиду?
  • Ерәм беғиниң мәвҗутлуғи сиз үчүн әһмийити барму?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2011
  • Худаниң йәргә тегишлик нийити қандақ?
    Худадин кәлгән хуш хәвәр!
  • Ерәм беғи һәқиқәтән болғанму?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2011
Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!
rk 6-сав., 15—17 б.

6-ПАРЧӘ

Худаниң йәр шари үчүн қандақ мәхсити бар?

ХУДА йәр шарини инсанлар үчүн гөзәл макан қилип яритип бәргән. Муқәддәс Язмилар: «Асманлар Йәһваниң асманлири, У инсанларға йәр йүзини бәрди»,— дәп баян қилиду (Зәбур 115:16, ЙД).

Тунҗа инсан Адәм атини яритиштин авал Худа йәр йүзидики Ерәм дегән бир парчә йәрни таллап, гөзәл бағ бәрпа қилған еди. Муқәддәс Язмилар Фират вә Диҗлә дәриялири шу Ерәм дегән җайдин еқип келидиғанлиғини ейтидуa. Мошу сәвәп, кишиләр җәннәтни һазирқи Түркия зимининиң шәрқий райониға җайлашқан дәп қаришиду. Дәрвәқә, Ерәм бағ йәр йүзидә болған!

Пәрвәрдигар Адәм атини яритип, «Ерәм беғини пәрвиш қилип, бағдин хәвәр елишқа орунлаштурди» (Яритилиш 2:15). Кейин Худа Адәм атиниң аяли Һава анини яратқан. У мошу бир җүп инсанға: «Әвлат көрүп көпийиңлар, йәр йүзини толтуруңлар, уни асраңлар»,— дәп әмир-пәрман чүшәргән (Яритилиш 1:28). Наһайити ениқки, Худа «йәрни бекарға әмәс, инсанларниң яшиши үчүн яратқан» (Йәшая 45:18, ЙД).

Амма Адәм ата билән Һава ана Пәрвәрдигарниң қанунини бузуш арқилиқ Яратқучиға қарши исиян көтәргән. Шуңа Йәһва Худа уларни җәннәттин қоғлап чиқарған. Уларниң җәннәттә яшаш пурсити йоқалған. Һәтта Адәм атиниң гунаси сәвәплик, техиму яман ақивәт пәйда болған. Қандақ яман ақивәт? Муқәддәс Язмилар: «Бир инсан арқилиқ дунияда гуна пәйда болди вә гуна арқилиқ өлүм пәйда болди. Шуниң билән өлүм һәммә инсанлар арисиға тарқалди, чүнки уларниң һәммиси гуна қилған»,— дәйду (Римлиқларға 5:12, ЙД).

Йәр йүзи шат-хорамлиққа чөмгән кишиләр билән толуп, инсанларниң җәннәт маканиға айлиниши керәк. Йәһва Өзиниң бу дәсләпки мәхситидин ваз кәчтиму? Әлвәттә, яқ! Худа шундақ дәйду: «Мениң ағзимдин чиққан сөз-каламим шундақтур. Өз көңлүмдикини әмәлгә ашурмиғичә, уни әвәтиш мәхситимгә толуқ йәтмигичә, у Өзүмгә бекардин-бекар қайтмайду» (Йәшая 55:11, КТ). Җәннәт йәр йүзидә қайтидин бәрпа қилиниду!

Җәннәттики турмуш қандақ болиду? Төвәндә Худаниң вәдилирини көрүп өтүмиз.

a Яритилиш 2:10—14 айәтләрдә, «Ерәмдин бағни суғуридиған бир дәрия еқип чиқип, шу йәрдин бөлүнүп, төрт еқинни бәрпа қилатти. Биринчиси Пишон дәп атилатти... Иккинчи дәрияниң нами Гиһон... Үчинчи дәрияниң нами Диҗлә... Төртинчи дәрия Фират», дәп хатириләнгән. Башта тилға елинған икки дәрияниң қәйәргә җайлашқанлиғи вә уларға мунасивәтлик башқа ениқ мәлуматлар йоқ.

Сиз қандақ җавап берисиз?

  • Худа йәр шари вә инсанлар үчүн дәсләптә немини мәхсәт қилған?

  • Йәһва Худа Өзиниң дәсләпки мәхситини әмәлгә ашуридиғанлиғини қандақ билимиз?

Җәннәттә болған адәмләр

Кәлгүси йәр йүзидики җәннәт

Өлүкләр өлүм уйқисидин тирилдүрилиду: «Өлгәнләрниң һәммиси мениң авазимни аңлайдиған вақит келиду вә улар йәрликлиридин чиқишиду» (Йоһан 5:28, 29).

Қерилиқ, кесәллик вә өлүм йәнә болмас: Һечким: «Мән кесәл»,— демәйду (Йәшая 33:24, КТ). «Худа уларниң көзидики һәрқандақ яшни сүртиду вә өлүм әнди болмайду йә қайғу, йә жиға-зар, йә ағриқ башқа болмайду» (Вәһий 21:4).

Йемәк-ичмәк мол болиду: «Зимин өз һосулини бериду. Тәңри, бизниң Худайимиз бизни бәрикәтләйду» (Зәбур 67:6, ЙД).

Пакизә-көркәм туралғу җай вә кишини мәмнун қилидиған хизмәт: «Улар өйләрни селип, уларда өзлири олтириду... Мән таллиғанлар өз қоллириниң әҗир-меһнитидин һузурлиниду» (Йәшая 65:21, 22, ЙД).

Уруш, җинайәт вә зораванлиқ йәнә болмас: Йәһва «йәр йүзиниң у четидин бу четигичә урушларни тохтитиду» (Зәбур 46:9, ЙД). У вәдилирини әмәлгә ашурғинида «рәзилләр йәр йүзидин кесилип ташлинар» (Пәнд-нәсиһәтләр 2:22, ЙД).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш