9-САВАҚ
Йәр йүзи қачан җәннәткә айлиниду?
Бу дуниядики қалаймиқанчилиқлар Худа Падишалиғиниң йеқинда һәрикәткә келидиғанлиғини көрситип бериду (Луқа 21:10, 11; 2-Тимотий 3:1—5).
Муқәддәс Китап алдин ейтқан нурғун ишлар бүгүнки күндә йүз бериватиду. Мәсилән, адәмләр пулпәрәс, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вәһши, кәйп-сапани яхши көридиған болуп кетиду.
Чоң йәр тәврәшләр, урушлар, ачарчилиқлар болуп, кесәлликләр кәң тарқилиду, дәп алдин ейтилған. Шу ишлар бизниң күнимиздә йүз бәрмәктә.
Униңдин башқа, Әйса пәйғәмбәр: Худа Падишалиғи һәққидики Хуш Хәвәр пүтүн дунияға тарқитилиду, дегән (Мәтта 24:14).
Худа Падишалиғи барчә яманлиқни йоқ қилиду (2-Петрус 3:13).
Пат арида Йәһва барчә яманлиқ қилғучиларни йоқ қилиду.
Шәйтан вә җинлар җазаға тартилиду.
Худаниң Сөзигә қулақ салғанлар һаят қелип, адил йеңи бир дунияға еришиду. Бу йеңи җәмийәттә қорқунучлуқ ишлар әсла йүз бәрмәйду, адәмләр бир-биригә ишәнч қилип, меһир-муһәббәт көрситип яшайду.