Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • jl 10-сав.
  • Аиләвий ибадәт дегән немә?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Аиләвий ибадәт дегән немә?
  • Бүгүнки күндә Йәһваниң ирадисини ким орунлаватиду?
  • Охшаш мәлумат
  • Бәхит-саадәтлик аиләвий турмуш. 2-қисим
    Мәңгү шат-хорам яшаң! Муқәддәс Язмилар һәққидә билим ашуруш
  • Тәңри Йәһваға аилиңиз билән ибадәт қилиң
    Аилиңиз бәхит-саадәткә еришәләйду
  • Ата-анилар, балилириңларға Йәһвани сөйүшни үгинишкә ярдәм бериңлар!
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2022
  • Аилиләр үчүн ярдәм
    Ойғиниш! 2018
Көпирәк мәлумат
Бүгүнки күндә Йәһваниң ирадисини ким орунлаватиду?
jl 10-сав.

10-САВАҚ

Аиләвий ибадәт дегән немә?

Аиләвий ибадәттин һузурлиниватқан аилә

Җәнубий Корея

Муқәддәс китапни биллә тәтқиқ қиливатқан әр-аял

Бразилия

Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқан Йәһва гувачиси

Австралия

Муқәддәс китапниң мавзусини муһакимә қиливатқан аилә

Гвинея

Йәһва Худа қедимдин бери бүгүнки күнгичә аилә әзалириниң биллә вақит өткүзүп, униңға йеқинлишишини вә аиләвий риштилирини мустәһкәмлишини халиған (Қанун шәрһи 6:6, 7). Мошу сәвәп билән Йәһва гувачилири аилиси билән биллә ибадәт қилиш үчүн һәр һәптә вақит бөлиду. Аиләвий ибадәт вақтида улар әркин-азадә шараитта аилисиниң еһтияҗлириға маслаштурулған роһий мавзуларни муһакимә қилиду. Сиз ялғуз турсиңизму, өзүңиз халиған мавзуни таллап, ибадәт қилишқа вақит бөлсиңиз болиду. Бу сизгә Худаға техиму йеқинлишишқа ярдәм бериду.

У сизни Йәһва Худаға йеқинлаштуриду. Муқәддәс китапта: «Худаға йеқинлишиңлар һәм уму силәргә йеқинлишиду»,— дәп йезилған (Яқуп 4:8). Худаниң Сөзини оқуш арқилиқ униң пәзиләтлири вә қилған ишлири һәққидә үгинип, Йәһвани яхширақ биливалалаймиз. Аиләвий ибадәтни башлашниң бир йоли — Муқәддәс китапни бирликтә үнлүк оқуш. Униң үчүн «һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң һәптилик җәдвилини коллансақ болиду. Аилә әзалири Муқәддәс китапниң үзүндилирини новәт билән оқуп, кейин Язмилардин немигә үгәнгәнлирини биллә муһакимә қилса болиду.

У аиләвий риштиләрни мустәһкәмләйду. Муқәддәс китапни биллә тәтқиқ қилиш әр-аялларни, ата-анилар билән пәрзәнтләрни бир-биригә йеқинлаштуриду. Тәтқиқ қилиш — барлиқ аилә әзалири тақәтсизлик билән күтидиған хошал вақиә болуши лазим. Ата-анилар материални балилириниң йешиға қарап таллиши керәк. Мәсилән, улар балилириниң мәктәптә учришидиған қийинчилиқлирини һәм уларни һәл қилиш йоллирини қараштуруп чиқиш үчүн, «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниңлар!» журналлиридики яки jw.org торбетидики мақалиләрни қолланса болиду. Йәнә бир яхши усул — JW Broadcasting-тики (tv.jw.org) видеоматериалларни биллә көрүп, муһакимә қилиш. Йеқин арида җамаәт учришишида ейтилидиған нахшиларни мәшиқ қилиңлар. Аиләвий ибадәттин кейин дәмлик тамаққа җәм болуп, оюнларни ойнисаңлар болиду.

һәр һәптә Йәһва Худаға биллә ибадәт қилиш үчүн вақит бөлсиңиз, аилә әзалириңизниң һәммиси Худаниң Сөзини яхши көридиған болиду. Аиләвий ибадәтни өткүзүшкә күч салғанлиғиңлар үчүн Йәһва Худа силәрни мол бәрикәтләйду (Зәбур 1:1—3).

  • Немишкә биз аиләвий ибадәткә вақит бөлимиз?

  • Аиләвий ибадәтниң һәммисигә қизиқарлиқ болуши үчүн, ата-анилар немә қилалайду?

КӨПИРӘК БИЛГҮҢИЗ КӘЛСӘ

Җамаәттики қериндашлардин аиләвий ибадәтни қандақ өткүзидиғанлиғи һәққидә сораштуруп көрүң. Шундақла балилириңизға Йәһва һәққидә тәлим бериш үчүн Ибадәт өйидә қандақ әдәбиятларниң барлиғини биливелиң.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш