1-БӨЛҮМ
Худаниң мәслиһәтлири аилини бәхитлик қилиду
«Яратқучи уларни баштин әр вә аял қилип яратти» (Мәтта 19:4).
Дәсләпки некани Йәһваa Худа қийған. Муқәддәс китапта Йәһва дәсләпки аялни яратқан вә «уни инсанниң алдиға әкәлди» дәп йезилған. Адәм ата өзини шунчилик бәхитлик һис қилип: «Мана әнди, сүйәклиримдин чиққан сүйәк вә әтлиримдин чиққан әт алдимда»,— деди (Яритилиш 2:22, 23). Бүгүнки күндиму Йәһва Худа аилә қурғанларниң бәхитлик болушини халайду.
Аилә қурғанда нурғун адәмләр аиләвий турмуш әҗайип болиду дәп үмүт қилиду. Лекин, әр-аял бир-бирини чин жүригидин сөйгән һаләттиму, уларниң қийинчилиқлардин қечип қутулуши мүмкин әмәс (Коринтлиқларға 1-хәт 7:28). Бу китапчидә берилгән Муқәддәс китапниң принциплириға риайә қилиш арқилиқ нека вә аилидә бәхит-саадәткә еришишкә болиду (Зәбур 19:8—11).
1. ЙӘҺВА ТАПШУРҒАН МӘСЪУЛИЙӘТ
МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? Әр — аилиниң беши (Әфәсликләргә 5:23).
Әгәр аилиниң беши болсиңиз, Йәһва Худа аялиңизға меһрибанлиқ билән ғәмхорлуқ қилишиңизни күтиду (Петрусниң 1-хети 3:7). У аялиңизни сизгә ярдәмчи сүпитидә яратқан һәм уни сөйүшиңизни вә қәдирлишиңизни халайду (Яритилиш 2:18). Аялиңизни һәқиқәтән сөйсиңиз, униң мәнпәәтлирини өзүңизниңкидин үстүн қоюшиңиз керәк (Әфәсликләргә 5:25—29).
Әгәр турмуш қурған аял болсиңиз, Йәһва сиздин ериңизни һөрмәтләп, униңға аилидә өз ролини атқурушиға ярдәм беришиңизни күтиду (Коринтлиқларға 1-хәт 11:3; Әфәсликләргә 5:33). Йолдишиңизниң қарарлирини қоллап, униңға садиқ ярдәмчи болуң (Колосилиқларға 3:18). Шу чағда йолдишиңизниң һәм Йәһва Худаниң нәзәридә пәзиләтлик аял болалайсиз (Петрусниң 1-хети 3:1—6).
ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР
Яхширақ әр яки аял болуш үчүн немә қилишиңиз керәклиги һәққидә өмүрлүк йолдишиңиздин сорап көрүң. Уни диққәт қоюп тиңшаң вә ейтқанлирини орунлашқа тиришиң.
Сәвир-тақәтлик болуң. Бир-бириңларни бәхитлик қилишқа үгиниш үчүн вақит керәк болиду.
2. ӨМҮРЛҮК ҖҮПТИҢИЗНИҢ ҺИС-ТУЙҒУЛИРИНИ НӘЗӘРГӘ ЕЛИҢ
МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? Өмүрлүк йолдишиңизниң мәнпәәтлиридин хәвәр елишиңиз зөрүр (Филипиликләргә 2:3, 4). Өмүрлүк йолдишиңиз өзиниң сиз үчүн қәдирлик екәнлигини көрсун. Есиңиздә болсун, Алла Йәһва хизмәтчилиридин «һәммиси билән юмшақ» болушни тәләп қилиду (Тимотийға 2-хәт 2:24). «Бәзи адәмләрниң йениклик билән қилған сөзлири адәмгә санчилған қиличқа охшар; бирақ данишмәнләрниң тили дәрткә дәрмандур». Шуңа, гәп-сөзлириңларда парасәтлик болуңлар (Пәнд-нәсиһәтләр 12:18). Йәһваниң роһи сизгә меһир-муһәббәт вә меһрибанлиқ билән сөзләшкә ярдәм бериду (Галатилиқларға 5:22, 23; Колосилиқларға 4:6).
ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР
Йолдишиңиз билән җиддий мәсилиләрни муһакимә қилиштин бурун, униң ой-пикрини нәзәргә елип, сәвирчанлиқни сақлаш үчүн дуа қилиң.
Немә дәйдиғанлиғиңизни вә қандақ дәйдиғанлиғиңизни пухта ойлиниң.
3. ЙӘКДИЛЛИҚ БОЛУҢЛАР
МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? Өйләнгәндин кейин, өмүрлүк йолдишиңиз билән «бир тән» болисиз (Мәтта 19:5). Лекин силәр йәнила түрлүк икки шәхс һәм ой-пикриңлар һәрхил болуши мүмкин. Шуңа, йәкдиллиқ (бир пикирлик) болушқа үгинишиңлар керәк (Филипиликләргә 2:2). Қарарларни қобул қилғанда, йәкдиллиқ болуш зөрүр. Муқәддәс китапта: «Планлар мәслиһәт билән бекитиләр»,— дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 20:18). Муһим қарарларни қобул қилғанда, Муқәддәс китапниң принциплириға әмәл қилиңлар (Пәнд-нәсиһәтләр 8:32, 33).
ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР
Өмүрлүк йолдишиңиз билән пәқәт йеңилиқлар яки ой-пикриңиз биләнла әмәс, бәлки һис-туйғулириңиз биләнму бөлүшүң.
Өз үстүңларға бирәр мәсъулийәтләрни елиштин бурун бир-бириңлар билән мәслиһәтлишиңлар.
a Муқәддәс китапқа бенаән, Йәһва — Худаниң исми.