55-ДӘРИС
Җамаитиңизни қоллап-қувәтләң
Дунияниң җай-җайлиридики миңлиған җамаәтләрдә миллионлиған кишиләр хошаллиқ билән Йәһваға ибадәт қилиду. Улар еливатқан йол-йоруқ вә көрсәтмиләр үчүн миннәтдар. Улар түрлүк усуллар билән җамаәтни қизғин қоллап-қувәтләйду. Сизчу?
1. Җамаәтни қоллап-қувәтләш үчүн вақтиңизни вә күчиңизни қандақ ишлитәләйсиз?
Һәммимиз җамаәттә ярдәм қолумизни суналаймиз. Мәсилән, җамаитиңиздә яшанғанлар яки тән-саламәтлиги аҗизлар барму? Уларниң жиғилишларға берип-келишигә ярдәм қилаламсиз? Яки уларниң керәклик нәрсиләрни сетивелиш, өйлирини бесиқтуруш вә башқа ишлириға әмәлий ярдәм берәләмсиз? (Яқуп 1:27ни оқуң). Биз йәнә Ибадәт өйлирини тазилаш вә асраш ишлириға пидаий ярдәм берәләймиз. Һечким бизни бу ишларни қилишқа мәҗбурлимайду. Худаға вә қериндашлиримизға болған сөйгү-муһәббәт бизни өз ихтияримиз билән пидакарлиқ көрситишкә үндәйду (Зәбур 110:3).
Чөмдүрүлгән етиқатчилар башқа усуллар билән җамаәтни қоллап-қувәтләләйду. Муқәддәс китапниң тәләплиригә мас кәлгән хизмәт ярдәмчиси вақти кәлгәндә ақсақал болуп хизмәт қилалайду. Мәйли әр яки аял қериндашлар болсун, пионерлар сүпитидә хуш хәвәрни йәткүзүш хизмитини қизғинлиқ билән қоллап-қувәтлиши мүмкин. Бәзи Гувачилар ибадәт жиғилиши өткүзүлидиған җайларниң қурулуш ишлириға қатнишалайду яки ярдәмгә муһтаҗ башқа бир җамаәткә көчүп, башқа усуллар билән ярдәм берәләйду.
2. Җамаәтни маддий нәрсилиримизни ишлитип қандақ қоллап-қувәтләләймиз?
Биз қиммәтлик мал-дуниялиримизни ишлитип, Йәһвани улуқлалаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 3:9). Биз пул вә башқа мал-мүлүклиримизни ишлитип, йәрлик җамаәтни вә дунияниң һәрқайси җайлирида елип бериливатқан вәз ейтиш паалийитини қоллашни алаһидә шан-шәрәп дәп қараймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 9:7ни оқуң). Ианилиримиз апәткә учриғанларға ярдәм бериш үчүнму ишлитилиду. Нурғунлиған қериндашлар дайим пулиниң мәлум қисмини ианигә аҗритип қоюшни планлайду (Коринтлиқларға 1-хәт 16:2ни оқуң). Биз ибадәт қилидиған җайға қоюлған сандуқчилар яки donate.jw.org торбети арқилиқ ианә қилалаймиз. Йәһва бизгә қолумизда бар маддий нәрсиләрни ишлитип, Униңға болған сөйгү-муһәббитимизни ипадиләшниң пурситини бериду.
ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ
Җамаитиңизни йәнә қайси усуллар билән қоллап-қувәтләләйдиғанлиғиңиз һәққидә ойлап көрүң.
3. Биз мал-мүлкимизни ишлитәләймиз
Яратқучи Йәһва вә Әйса Мәсиһ хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду. Мәсилән, бир намрат тул аялниң пули интайин аз болсиму, у Йәһваға бериш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән. Әйса шу аялни махтиған еди. Луқа 21:1—4ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Йәһвани хошал қилиш үчүн көп пул беришимиз зөрүрму?
Йәһва Худа билән Әйса бизниң чин көңлүмиздин бәргән ианилиримизгә қандақ қарайду?
Ианилиримиз қандақ ишлитилидиғанлиғини билиш үчүн ВИДЕОНИ көрүң. Кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.
Бәргән ианилиримиз дунияниң һәрқайси җайлиридики җамаәтләрни қандақ қоллап-қувәтләйду?
4. Ярдәм қолумизни суналаймиз
Қедимқи заманда Йәһваға хизмәт қилғучилар өзлири ибадәт қилидиған җайларни җан дили билән асрап сақлиған. Улар пул ианә қилиштин башқа йәнә немә қилған? Тарихнамә 2-язма 34:9—11ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
Қедимий Исраилда һәрбир киши Йәһваниң өйи, йәни ибадәтханисини, асрап сақлашқа қандақ ярдәм бәргән?
Йәһва гувачилириниң әшу Муқәддәс китаптики үлгиләргә қандақ әгишидиғанлиғини көрүш үчүн, ВИДЕОНИ көрүң. Кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.
Ибадәт қилидиған җайларни пакиз вә яхши һаләттә сақлаш немә үчүн муһим?
Сиз қайси усуллар билән ярдәм берәләйсиз?
5. Бурадәрләр өз үстигә көпирәк вәзипини елиш үчүн тиришчанлиқ көрситәләйду
Муқәддәс китап әрләрни җамаәтни қоллап-қувәтләш үчүн пүтүн күчи билән тиришчанлиқ көрситишкә дәвәт қилиду. Бир мисални көрүп беқиң. ВИДЕОНИ көрүң. Кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.
Видеодики Райин җамаәтни қоллап-қувәтләш үчүн немә қилған?
Муқәддәс китап бурадәрләр қайси тәләпләргә лайәқәтлик болса хизмәт ярдәмчиси вә ақсақал болуп хизмәт қилалайдиғанлиғини чүшәндүрүп бериду. Тимотийға 1-хәт 3:1—13ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Хизмәт ярдәмчиси вә ақсақал болуп хизмәт қилиш үчүн бурадәрләр қайси тәләпләргә лайәқәтлик болуши керәк?
Уларниң аилисидикиләр қайси тәләпләргә мас келиши керәк? (4 вә 11-айәтләрни көрүң.)
Бурадәрләр әшу тәләпләргә лайәқәтлик болушқа тиришса, җамаәттикиләр үчүн қандақ пайдиси бар?
БӘЛКИМ, БӘЗИЛӘР МУНДАҚ СОРАЙДУ: «Йәһва гувачилири паалийәтлири үчүн сәрип қиливатқан пуллар қәйәрдин келиду?»
Сиз қандақ җавап берисиз?
ХУЛАСӘ
Йәһва Худа вақтимиз, күчимиз вә пул-маллиримизни сәрип қилип, җамаәтни қоллап-қувәтләш үчүн көрсәткән тиришчанлиғимизни интайин қәдирләйду.
Тәкрарлаш
Җамаәтни қоллап-қувәтләш үчүн вақтимизни вә күчимизни қандақ ишлитәләймиз?
Җамаәтни қоллап-қувәтләш үчүн мал-мүлүклиримизни қандақ ишлитәләймиз?
Җамаәтни қайси усуллар билән қоллап-қувәтләшни халайсиз?
ИЗДИНИП КӨРҮҢ
Худа немә үчүн һазир Өзигә ибадәт қилғучилардин ондин бир үлүшни беришни тәләп қилмайдиғанлиғини биливелиң.
«Муқәддәс китап ондин бир үлүш тоғрилиқ немә дәйду?» (Торбәттики мақалә)
Муқәддәс китапта чөмдүрүлүштин өткән әр кишигә бәзи вәзипиләр атқурғанлиғи һәққидә ейтилған. Бирақ чөмдүрүлүштин өткән аял кишигә бу вәзипини орунлашқа тоғра кәлсичу?
«Җамаәттики башчилиққа болған көзқараш» («Күзитиш мунари» 2021-жил, февраль)
Қериндашларға китап-журналларни йәткүзүп бериш үчүн зор қурбанлиқларни бәргән бәзи җасарәтлик Гувачиларниң немиләрни баштин өткүзгәнлигини көрүп беқиң.
«Конгода Муқәддәс китапқа асасланған китап-журналларни йәткүзүш» (4:25)
Хизмәтлиримизгә сәрип қилинидиған пуллар қәйәрдин келидиғанлиғини вә биз башқа динлардин қандақ пәриқлинидиғанлиғимизни биливелиң.
«Йәһва гувачилири паалийәтлирини елип бериш үчүн пулни нәдин алиду?» (Торбәттики мақалә)