161-НАХША
«Ирадәңни орунлаш хошаллиғимдур»
1. Йәһ, Оғлуң суға чөмдүрүлүп,
Қәлбини сөзүң толдурған.
У муһим санап ирадәңни,
Бар күчини чиқарған.
У бирму хата ишни қилмай,
Исмиңни ақлалиған.
Әйсани үлгә қилип мәнму
Саңа шәрәп кәлтүрәй.
ҚАЙТУРМИСИ:
Ирадәңни ада қилмақ
Қәлбимни бәк хошал қилар.
Хошаллиғим чин дилимдин;
Маңимән һәқ йолуңда.
Ирадәңни ада қилмақ
Үмүтүмни җанландурған.
Сөйдүң бизни чин дилиңдин.
Һәр күни улуқлаймән
Исмиңни мән.
2. Худайим, Сени тонуғанда
Һәқиқий бәхит таптим мән.
Шат-хорам мәңгү җакалаймән
Һәқни мән һеч йошурмай.
Қериндашлирим билән биллә
Вәз қилиш — зор мукапат.
Җан дилим билән хизмәт қилип,
Көңлүңни мән хуш қилай.
ҚАЙТУРМИСИ:
Ирадәңни ада қилмақ
Қәлбимни бәк хошал қилар.
Хошаллиғим чин дилимдин;
Маңимән һәқ йолуңда.
Ирадәңни ада қилмақ
Үмүтүмни җанландурған.
Сөйдүң бизни чин дилиңдин.
Һәр күни улуқлаймән
Исмиңни мән,
Мәңгү улуқлаймән.
(Шундақла Зәбур 40:3, 10ға қараң.)