Хизмәт маһаритимизни мукәммәлләштүримиз. Йеңи җакалиғучиларни тәйярлаш
Бу немишкә муһим? Әйсаниң йеңи шагиртлири у буйриған «барлиқ нәрсиләрни», униң ичидә башқиларға һәқиқәт һәққидә тәлим бериш буйриғиниму, орунлашқа үгиниши керәк (Мәт. 28:19, 20). Муқәддәс китапни йеңидин тәтқиқ қиливатқанларниң нурғунлири Вәзичиләр мәктивигә йезилип, аилә әзалири яки достлириға нарәсмий гувалиқ бәрмәктә. Лекин улар алған билимлири үчүн техиму миннәтдар болуп, Йәһва Худаниң һәрхил адәмләрниң хуш хәвәрни аңлишини халайдиғанлиғини билгәндә, вәзилик хизмәткә қатнишиш хаһишини билдүрүши мүмкин (Рим. 10:13, 14). Улар чөмдүрүлмигән җакалиғучи болғанда, вәзә қилишни убдан үгәтсәк, роһий җәһәттин өсүшидики бу муһим қәдәмни ишәнч билән қилалайду (Луқа 6:40).
Мошу айда мундақ қилип көрүң:
Тәтқиқ қилғучи билән өйму өй вәзә қилип, уни қайта йолуқуш яки Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш савиғиға елип бериң. Әгәр тәтқиқ қилғучиңиз йоқ болса, тәҗрибиси аз җакалиғучини хизмәткә тәклип қилиң.