Аудиоязмиларни пайдилиниш
1. Язма әдәбиятлардин башқа, биздә йәнә немиләр бар?
1 Көп адәмләр һәқиқәтниң йеқимлиқ вә дурус сөзлирини оқуш үчүн jw.org торбетини пайдилинишни яхши көриду (Вәз 12:10). Лекин сиз аудиоязмиларни пайдилинамсиз? Улар торбетимиздики мәлуматниң көписини тиңшашқа мүмкинчилик бериду. Аудиоязмилар бизгә қандақ пайда әкелиши мүмкин?
2. Аудиоязмиларни шәхсий тәтқиқ яки аиләвий ибадитимиздә қандақ қоллиналаймиз?
2 Шәхсий тәтқиқ яки аиләвий ибадитимиздә. Сәяһәт қилғанда яки өй ишлири билән шуғулланғанда, Муқәддәс китап, журналлар яки башқа әдәбиятниң аудиоязмисини тиңшаш вақтимизни үнүмлигирәк пайдилинишқа ярдәм бериду (Әфәс. 5:15, 16). Мәлуматниң аудиоязмисини тиңшиғач, өз әдәбиятимиздин оқуш арқилиқ аиләвий ибадитимизни қизиқарлиғирақ өткүзәләймиз. Оқуш қабилийитимизни яхшилаштурушни халисақ яки йеңи тилни үгиниватсақ, шәхсий тәтқиқ қилғанда аудиоязмиларни қоллиниш алаһидә пайдилиқ болиду.
3. Территориямиздә аудиоязмилар ким үчүн пайдилиқ болуши мүмкин?
3 Вәзилик хизмәттә. Еһтимал, оқушқа вақтимиз йоқ дәп һесаплайдиған адәмләр аудиоязмиларни тиңшашқа келишиду. Болмиса, биз башқа тилда сөзләйдиған адәмни учритип қелип, у хуш хәвәрни «ана тилида» аңлиса, яхши инкас қайтуруши мүмкин (Әлч. 2:6—8). Бәзибир йәрләрдә тиңшаш — мәдәнийәтниң муһим қисми. Мәсилән, хмонги миллитиниң мәдәнийитидә тарих әвлаттин әвлатқа еғизчә өтиду вә уларниң аңлиған мәлуматни әстә сақлаш қабилийити наһайити яхши. Африкиниң нурғун мәдәнийәтлиридә һекайиләр ейтиш арқилиқ үгиниду.
4. Территориямиздики адәмләргә ярдәм бериш үчүн немә һәққидә ойлансақ болиду?
4 Аудиоязминиң үзүндисини өй егисиниң тилида қоюп бериш территорияңиздә нәтиҗилик боламду? Қизиқиш көрсәткән адәм Ибадәт өйидин бир әдәбиятни алғанда, униңға әдәбиятниң аудиоязмисиниму көчиривелишни тәғдим қилсақ болиду. Адәмгә бәргән һәрбир элетронлуқ китап, китапчә, журнал яки варақчини вәзилик хизмәт һесаватимизға язсақ болиду. Аудиоязмилар шәхсий тәтқиқ қилғинимизда қоллиниш үчүн һәм хуш хәвәрниң уруғини териш үчүн пайдилиқтур (Кор. 1-х. 3:6).