ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЗӘБУР 45—51
Йәһва роһи сунғанни рәт қилмайду
Давут Зәбур китавиниң 51-бабини Натан пәйғәмбәр униң Батшеба билән өткүзгән гунасини ашкарилиғандин кейин язған. Виждани әйиплигән Давут гунасини кәмтәрлик билән етирап қилди (С2я 12:1—14).
Давут гуна қилсиму, роһий әһвалини яхшилитишқа мүмкинчилиги бар еди
Гунасини етирап қилип товва қилмиғичә, виждани қаттиқ азаплиди
Худаниң мақуллишидин мәһрум болғанлиқтин, өзини устиханлири езилгән адәмдәк һис қилди
У Худаниң кәчүрүмигә еришишкә, роһий җәһәттин сақийишқа вә буруңқидәк хошаллиқни һис қилишқа тәшна болған
Давут Йәһвадин итаәт қилиш арзуйини ойғитишни кәмтәрлик билән сориған
Давутниң Йәһва уни кәчүридиғанлиғиға ишәнчи камил еди