ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙӘШАЯ 63—66
Йеңи асман вә йеңи зәмин шат-хорамлиққа чөмиду
Йәшая 65-баптики Йәһваниң әксигә кәлтүрүшкә тегишлик вәдиси җәзмән орунлинидиғанлиқтин, Йәһва у һәққидә орунлинип болғандәк ейтқан.
Йәһва бурунқилар әскә елинмайдиған йеңи асман билән йеңи зәминни яритиду
Йеңи асман дегән немә?
Йәр йүзидә адаләтни орнитидиған йеңи һөкүмәт
У 1914-жили Худа Падишалиғиниң Падишаси Мәсиһ тәхткә олтарғанда орнитилған
Йеңи зәмин дегән немә?
Һәммә хәлиқтин, тилдин вә милләттин чиққан һәм асмандики йеңи һөкүмәтниң һөкүмранлиғиға итаәт қилғуси келидиған адәмзат җәмийити
Қандақларчә бурунқи нәрсиләр әскә елинмайду?
Көңүлни азаплайдиған хатириләрниң сәвәплири — тән, ой вә җан азави — әнди һеч болмайду
Садақәтмән адәмләр һаятниң раһитини көрүп, һәрбир күнниң хошаллиқ билән өткәнлигини әстә сақлайду