МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Язмиларни қандақ қилип пухта тәтқиқ қилсақ болиду?
Даниялға охшаш һәрхил синақларда садиқ болғуңиз келәмду? Даниял Худа Сөзини, шу җүмлидин бәшарәтләрни, пухта тәтқиқ қилған (Дн 9:2). Муқәддәс китапни пухта үгиниш садақәтмән болуп қелишқа ярдәм бериши мүмкин. Қандақ қилип? Бу арқилиқ Йәһваниң вәдилири әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәнчимиз мустәһкәм болиду (Йшу 23:14). Шундақ тәтқиқ қилиш Худаға нисбәтән меһир-муһәббитиңизниң күчийишигә һәссә қошиду вә яхши нәрсиләрни қилишқа дәвәт қилиду (Зб 97:10). Лекин издинишни немидин башлисиңиз болиду? Келәрки мәслиһәтләргә диққәт бөлүң.
Немини тәтқиқ қилиш һаҗәт? Пухта тәтқиқ қилиш тәртивигә җамаәт учришишлириға тәйярлиқ қилишму кириду. Муқәддәс китапни һәр һәптә оқушниң толуқ пайдисини көрүш үчүн, чүшиниксиз болған ойларни тәтқиқ қилиш үчүн вақит чиқарған яхши. Шуниң билән, бәзи қериндашлар Муқәддәс китап бәшарәтлирини, муқәддәс роһниң мевилирини, әлчи Паулниң миссионерлиқ сәпирини яки Йәһваниң әҗайип мәвҗудатлири һәққидә тәтқиқ қилиду. Муқәддәс китап билән бағлиқ қандақту бир соал пәйда болуп қалса, уни йезип қоюң вә кейин шәхсий тәтқиқ қилғиниңизда чоңқурирақ қараштурсиңиз болиду.
Мәлуматни қәйәрдин тепишқа болиду? «Роһий ғәзниләрни тепишқа ярдәм беридиған қураллар» намлиқ видеони көрсиңиз болиду. Тапшурма сүпитидә Даниял китавиниң 7-бабида тәсвирләнгән һәрбир һайван немини билдүридиғанлиғини тәтқиқ қилип көрүң.
Издинишкә қанчә вақит бөлүш керәк? Роһий җәһәттин сағлам болушниң сири — турақлиқ һалда тәтқиқ қилиш. Бешида тәтқиқ қилишқа қисқа вақит бөлүшиңиз мүмкин, кейинәрәк аста-аста бу вақитни узартсиңиз болиду. Худа Сөзини тәтқиқ қилиш — йошурун ғәзниләрни издәшкә охшаш. Көпирәк ғәзнә тапқансири, көпирәк қезишни халайсиз (П.н 2:3—6). Буниң арқилиқ Худа Сөзини көпирәк оқуғиңиз келип, уни тәтқиқ қилиш адитиңизгә айлиниду (Пт1х 2:2).
ДАНИЯЛ КИТАВИНИҢ 7-БАБИДИКИ ҺАЙВАНЛАР ҚАЙСИ ИМПЕРИЯЛӘРНИ ТӘСВИРЛӘЙДУ?
ҚОШУМЧӘ СОАЛ:
Даниял 7:8, 24тики сөзләр қандақ орунланди?
КЕЛӘРКИ ҚЕТИМ:
Вәһий китавиниң 13-бабидики һайванлар немини тәсвирләйду?