МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Территориямиздики һәрбир адәм билән сөзлишишкә тиришайли
БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ? Зәкәрия «һәрхил тилда сөзләйдиған әлләрдин» чиққан адәмләрниң хуш хәвәргә қулақ салидиғанлиғини бәшарәт қилған (Зк 8:23). Лекин уларға ким тәлим бериду? (Рм 10:13—15). Бизгә территориямиздики һәрбир адәмгә хуш хәвәрни ейтиш имтиязи вә җавапкарлиғи берилгән (od-U 83-б., 10, 11-абз.)
БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?
Тәйярлиқ қилиң. Хизмәттә башқа тилда сөзләйдиған адәмләрни учритамсиз? «JW Language» программинисиниң ярдими билән аддий тәвсийәни үгинивелишкә болиду. Йә болмиса, электронлуқ қурулмиңизни пайдилинип, адәмгә jw.org торбетидин ана тилидики мәлуматни қандақ тепишқа болидиғанлиғини көрситиң.
Зеһинлик болуң. Өйму өй вәз қиливатқанда, йолда өтүватқан яки машинида олтарған адәмләр биләнму сөзлишишни унтумаң. Җәмийәтлик орунларда вәз қиливатқанда, әң муһими гувалиқ бериш екәнлигини ядиңиздин чиқармаң.
Тиришчан болуң. Биринчи қетим барғанда өйидә болмиған адәмләргә қайта беришни тохтатмаң. Буниң үчүн, бәлким, һәрхил вақитта йә һәрхил күндә келишкә тоғра келидиғанду. Бәзибир адәмләргә хәт йезишқа, телефон қилишқа яки кочида гувалиқ беришкә болиду.
Қизиқишини риваҗландуруң. Кимду-бирси қизиқишни көрсәтсә, униңға йеқин арида беришқа тиришиң. Әгәр у башқа тилда сөзлисә, униң ана тилини билидиған җакалиғучини тепишқа тиришиң. Униң тилида сөзләйдиған җакалиғучи кәлмигичә, шу адәмгә сиз берип турушиңиз керәк (od-U 94-б., 39, 40-абз.).
«“ЙӘР-ЗӘМИННИҢ ЧӘТЛИРИГИЧӘ” ВӘЗ ҚИЛИШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП БОЛҒАНДИН КЕЙИН, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Қериндашлар чәт районда яшайдиған адәмләргә вәз қилиш үчүн қандақ тәйярланди? (К1х 9:22, 23)
Улар қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән?
Улар қандақ бәрикәтләргә еришти?
Җамаитиңизниң территориясидә көпирәк адәмләргә вәз қилиш үчүн немә қилсиңиз болиду?