Гәрчә Өтүп кетиш һейти Хатириләш кечиниң мәмуниси болмисиму, униңдин көп нәрсини биливалимиз. Мәсилән, әлчи Паул Әйсани «Қутқузулуш мәйриминиң қозиси», дәп атиған (К1х 5:7). Ишикниң ян яғичиға сүркәлгән қозиниң қени өтмүштә адәмләрниң һаятини қутулдурғандәк, бүгүнки күндиму Әйсаниң қени адәмләрниң һаятини қутулдурмақта (Чқ 12:12, 13). Шундақла, Өтүп кетиш һейтиниң қурбанлиқ қозисиниң бирму сүйигини сундурушқа болматти. Шуниңға охшаш, адәт бойичә җазаға тартилған адәмниң сүйәклирини сундурған болсиму, Әйсаниң һечбир сүйиги сундурулмиған (Чқ 12:46; Йоһ 19:31—33, 36).