ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МАРК 13, 14
Адәмләрдин қорқуш тузиғиға чүшмәң
Әлчиләр бесимға дуч кәлгәндә, немишкә қорқунучқа берилди?
Улар өзлиригә һәддидин ташқири ишәнгән. Петрус өзини башқа әлчиләргә қариғанда Әйсаға садақәтмән дәп ойлиған.
Улар һошияр болуп, дуа қилиши керәк еди.
Әйсаниң тирилишидин кейин, товва қилған әлчиләргә адәмләрдин қорқмайдиғанға вә қаршилиққа қаримастин вәз қилишқа немә ярдәм бәрди?
Улар Әйсаниң агаһландурушиға җиддий қариғанлиқтин, қаршилиқларға тәқабил турушқа тәйяр болди.
Улар Йәһваға тайинип, дуа қилди (Әлч 4:24, 29).
Җәсурлуғимиз қандақ вәзийәтләрдә синилиши мүмкин?