МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Қурғақчилиқ жиллири кәлгәндә немә қилмақчисиз?»
Ишәнч билән етиқат бир-бири билән зич бағлинишлиқ. Йәһваға болған күчлүк етиқат Униң бизни һимайә вә ғәмхорлуқ қилалайдиғанлиғиға ишинишкә ярдәм бериду (Зб 23:1, 4; 78:22). Бу дуния түзүми ахирлашқансири, биз Шәйтанниң һуҗумиға көпирәк дуч келидиғанлиғимизни билимиз (Вһ 12:12). Бизгә немә ярдәм бериду?
«ҚУРҒАҚЧИЛИҚ ЖИЛЛИРИ КӘЛГӘНДӘ НЕМӘ ҚИЛМАҚЧИСИЗ?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРСИТИП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Қайси мәнада биз Йәрәмия 17:8дә ейтилған дәрәқкә охшаймиз?
Қурғақчилиқниң бир түри қандақ?
Қурғақчилиқ дәрәқкә қандақ тәсир қилған, бирақ бу дәрәқ немә үчүн қуруп кәтмигән?
Шәйтан немини вәйран қилишни халайду?
Қандақ мәнада биз тәҗрибилик учқучиларға охшаймиз?
Биз немә үчүн садиқ һәм әқил-парасәтлик қулға ишинишни давамлаштурушимиз керәк вә бизниң уларға болған ишәнчимиз қандақ синилиду?
Немә үчүн биз бу дуния кишилириниң заңлиқ қилишиға қаримай, Муқәддәс китаптики принципларға ишәнч қилишни давамлаштурушимиз керәк?