МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Әй, Йәһва... саңа тайинимән»
Қолайлиқ вақиттиму, бешимизға күн чүшкәндиму Йәһваға тайинишимиз муһим (Зб 25:1, 2). Б.м.и. 8-әсирдә Йәһудада туруватқан йәһудийларниң Худаға болған ишәнчи синалди. Болған вақиәдин өзүмизгә савақ алалаймиз (Рм 15:4). «Әй, Йәһва... саңа тайинимән» намлиқ видеони көрүп болғандин кейин, мону соалларға җавап бериң:
Һәзәкия қандақ интайин қийин вәзийәткә дуч кәлди?
Шәһәрниң қоршавға елиниш хәвпи пәйдә болғанда, Һәзәкия Пәнд-нәсиһәтләр 22:3дики принципни қандақ қолланди?
Немишкә Һәзәкия Асурийәгә берилиш яки Мисир билән иттипақ қуруш һәққидә һәтта ойланмиди?
Һәзәкия мәсиһийләргә қайси тәрәптин яхши үлгә қалдурди?
Бизниң Йәһваға қанчилик таянғанлиғимиз қандақ вәзийәтләрдә көриниду?