МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Икки ушшақ тийинниң» қиммити
Тул аял бәргән ианигә һәтта әң аддий тамақниму сетивелишқа болматти (w08-U 1/3 12-б., 1—3 абз. қараң). Амма тул аялниң ианиси униң Йәһва Худаға ибадәт қилишни бәк яхши көргәнлигини вә қәдирлигәнлигини көрсәткән. Шу сәвәптин, асмандики Атиси бу тул аялниң һәдийәсини интайин қәдирлигән (Мк 12:43).
«ЙӘҺВА ХУДАҒА ЧИН ЖҮРӘКТИН СОҒА БЕРӘЙЛИ» ДЕГӘН ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Ианилиримиз тәшкилатниң қайси паалийәтлири үчүн ишлитилиду?
Ианә қилған пулимиз қаримаққа аз болсиму, немә үчүн уларни бәк әһмийәтлик дәп ейтишқа болиду?
Сиз яшайдиған йәрдә ианә қилишниң усуллири тоғрилиқ мәлуматни қәйәрдин тапалайсиз? («Торбәттин көпирәк мәлумат елиң» дегән рамкиға қараң.)