МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Аилиңиздә меһир-муһәббәтни көрситиң
Меһир-муһәббәт шилимгә охшаш аиләвий риштиләрни мустәһкәмләйду. Меһир-муһәббәтсиз аилидә инақлиқни сақлаш вә һәмкарлишиш қийин болиду. Әрләр, аяллар вә ата-анилар меһир-муһәббәтни қандақ көрситәләйду?
Көйүмчан әр киши аялиниң еһтияҗини, көзқаришини вә һиссиятини ойлайду (Әф 5:28, 29). У җисманий вә роһий җәһәттин өйидикилириниң ғемини қилиду, шу җүмлидин аиләвий ибадәтни дайим өткүзүп туриду (Т1х 5:8). Йолдишини яхши көридиған аяли униңға бойсуниду вә чоңқур һөрмәтләйду (Әф 5:22, 33; Пт1х 3:1—6). Иккилиси бир-бирини кәчүрүшкә тәйяр болуши керәк (Әф 4:32). Меһрибан ата-анилар һәрбир балисиға көңүл бөлүп, уларға Йәһва Худани яхши көрүшни үгитиду (Қ.ш 6:6, 7; Әф 6:4). Балилар мәктәптә қандақ қийинчилиқлар билән учришиду? Улар тәңдашлириниң бесими билән қандақ күрәш қилиду? Меһир-муһәббәт көрситидиған аилиниң һәммә әзалири өзлирини бехәтәр һис қилиду.
«АИЛИҢИЗДӘ МЕҺИР-МУҺӘББӘТ ОТИ ӨЧМИСУН» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Көйүмчан әр киши аялиға қандақ ғәмхорлуқ қилиду вә көйүниду?
Йолдишини яхши көридиған аяли униңға қандақ чоңқур һөрмәт көрситиду?
Меһрибан ата-анилар балилириға Худаниң Сөзини қандақ сиңдүриду?