ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ВӘЗ ХИЗМИТИДИН КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ЕЛИҢ
Башқиларни чүшинишкә тиришиң
Башқиларни чүшинишкә уларниң көзқаришини, һис-туйғулирини, қәдирлигән нәрсилирини вә еһтияҗлирини чүшиниш кириду. Адәмләр уларни чүшинишкә тиришиватқанлиғимизни бирдин байқайду. Башқиларға ярдәм беришни халисақ, уларға ич ағритимиз. Вәз хизмитидә адәмләргә җенимиз ағриса, биз Йәһва Худаниң ғәмхорлуғи билән меһир-муһәббитини көрситимиз вә бу адәмләрни Худаға җәлип қилиду (Фп 2:4).
Башқиларни чүшинип, уларға ич ағритидиғанлиғимиз, сөзлиримиз, нийитимиз, ишарәтлиримиз, чирайимиз вә уларни тиңшиғанлиғимиздин көрүнүп туриду. Бирсигә ич ағритсақ, униңға сәмимий қизиқиш көрситимиз. Биз униң көзқариши, әһвали вә немигә қизиқидиғанлиғини инавәткә алимиз. Биз униңға әмәлий ярдәм беришкә тәйяр, лекин уни өзгиришкә мәҗбурлимаймиз. Башқилар бизгә уларға ярдәм беришкә йол бәрсә, хизмитимизни техиму көп хошаллиқ билән атқуримиз.
«ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШТИН ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ. МАҺАРИТИҢИЗНИ АШУРУҢ. БАШҚИЛАРНИ ЧҮШИНИШКӘ ТИРИШИШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Джейд кечикип кәлгәндә, Нита қандақ қилип уни чүшинишкә тиришти?
Джейд қийинчилиқлири чачтин тола екәнлигини ейтқанда, Нита униңға немә деди?
Адәмләрни чүшинишкә тиришсақ, бу уларни Йәһва Худаға җәлип қилиду
Джейд өзиниң анчә сәрәмҗан әмәс екәнлигини ейтқанда, Нита униңға қандақ ярдәм қилди?