ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ВӘЗ ХИЗМИТИДИН КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ЕЛИҢ
Үгәнгүчигә роһий озуқлинишни үгитиң
Үгәнгүчиләр роһий җәһәттин өсүп йетилиши үчүн, Муқәддәс китапниң асасий тәлимлиринила билиши йетәрлик әмәс (Мт 5:3; Иб 5:12—6:2). Шундақла улар өзлирини роһий озуқландурушни үгиниши керәк.
Үгәнгүчигә баштинла Муқәддәс китап үгинишигә тәйярлиқ қилишни үгитиң вә уни адәт қилишқа үндәң (mwb18.03 6-б.). Уни һәрбир шәхсий үгинишниң алдида дуа қилишқа дәвәт қилиң. Униңға тәтқиқ қилиш үчүн электронлуқ қурулмиларни қоллинишни үгитиң. Шундақла уни jw.org торбетидә вә JW интернет телевизиясидә чиқидиған йеңи мәлуматларни дайим көрүп турушқа дәвәт қилиң. Үгәнгүчигә Муқәддәс китапни һәр күни оқушни, учришишларға тәйярлиқ қилишни вә өз соаллириға җавап тепишни үгитиң. Үгәнгәнлириниң үстидин чоңқур ойлинишқа ярдәм қилиң.
«ҮГӘНГҮЧИЛӘРГӘ РОҺИЙ ОЗУҚЛИНИШҚА ЯРДӘМ БЕРИҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Тәтқиқ қилишқа җавап тепишла кирмәйдиғанлиғини Нита Джейдқа қандақ чүшәндүрди?
Джейдқа Йәһва Худаниң җинсий әхлақсизлиқни мәнъий қилиши уни қоғдайдиғанлиғиға көз йәткүзүшкә немә ярдәм бәрди?
Үгәнгүчигә муһим мәлуматни тепишни вә қоллинишни үгитиң
Джейд чоңқур ойлиниш һәққидә немини чүшәнди?