Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w21 февраль 25-б.
  • Буниң һәммиси бир күлүмсирәштин болди!

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Буниң һәммиси бир күлүмсирәштин болди!
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
  • Охшаш мәлумат
  • Әдәбиятлар қол һарвулириниң зор пайдиси
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2018)
  • Худаниң хизмәтчилири меһир-муһәббитидин тонулиду. Җамаәттә бирлигимизни сақлайли
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2018)
  • Худаниң нәзәридә аяллар иззәт-һөрмәткә сазавәр
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2012
  • Йәһва гувачилириниң учришишлириға беришиниң қандақ пайдиси бар?
    Яшларниң соаллири
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2021
w21 февраль 25-б.

Буниң һәммиси бир күлүмсирәштин башланди!

Хелен әдәбият һарвусиниң қешида күлүмсирәп туриватиду. Икки аял униң йенидин өтүп кетиватиду.

ИККИ яш аял Филипининиң Багио шәһиридики сода мәркизини биллә арилап жүргән. Улар Йәһва гувачилириниң қол һарвусини көргән, бирақ униңға йеқин кәлмигән еди. Һарвуниң йенида турған Хелена исимлиқ гувачи иллиқ күлүмсириди. Әшу аяллар тохтимисиму, амма Хеленниң иллиқ күлүмсириши уларға қаттиқ тәсир қилди.

Кейинирәк улар өйлиригә автобуста кетиватқанда, Ибадәт өйидики jw.org дегән йоған йезиқларни көрүп қалди. Шу йезиқларниң улар илгири көргән Гувачиларниң әдәбиятлар қол һарвусидики йезиқларға охшайдиғанлиғи уларниң есигә кәлди. Улар иккилиси автобустин чүшүп, Ибадәт өйиниң дәрвазисида есиқлиқ турған җамаәтләрниң вақит җәдвилини оқуп чиқти.

Шу икки аял Хеленни ибадәт өйидә көрүп күлүмсирәватиду.

Һәр иккилиси жиғилишқа кәлди. Улар Ибадәт өйигә киргәндә кимни көрүп қалди? Хеленни! Шу аяллар бу иллиқ күлүмсиригән аялни дәрру тонувалди. Хелен шундақ дәйду: «Улар маңа йеқинлишиватқанда мән бираз әнсиридим. Мән бир ишни хата қилип қойдумму, дәп ойлидим». Бирақ улар маңа немә иш йүз бәргәнлигини чүшәндүрүп бәргән.

Бу аяллар җамаәт учришиши вә сөһбәтлишип өз ара тонушуштин һузурлинип, өзлирини өз өйидә болғандәк һис қилған. Улар қериндашларниң учришиштин кейин Ибадәт өйни тазилаватқанлиғини көргәндә, бизму ярдәм бәрсәк боламду, дәп сориған. Икки аялниң бири башқа дөләткә көчүп кәткән, йәнә бири учришишларға қатнишишни вә Муқәддәс китап үгинишини башлиған. Буниң һәммиси бир күлүмсирәштин башланди.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш