ТӘТҚИҚ ҚИЛИШ ПЛАНИ
Йәһваға садиқ болған кишиләр вәдилирини орунлиған
Һакимлар 11:30—40ни оқуп, вәдисини орунлашта Йиптаһ вә униң қизидин немини үгинишкә болидиғанлиғини биливелиң.
Контексни тәтқиқ қилиң. Садиқ исраиллар Йәһва Худаға бәргән вәдисигә қандақ қариған? (Сан. 30:2) Йиптаһ вә униң қизи Йәһваға ишәнгәнлигини қандақ көрсәтти? (Һак. 11:9—11, 19—24, 36).
Чоңқурирақ қезиң. Йиптаһ Йәһваға қандақ вәдә бәргән вә униң ейтқанлири немини билдүриду? (w16.04 7-б., 12-абз.) Йиптаһ вә униң қизи вәдисини орунлаш үчүн қандақ қурбанлиқларға барди? (w16.04 7, 8-б., 14—16 абз.) Бүгүнки күндә Худаниң хизмәтчилири қандақ қәсәмләрни бериду? (w17.04 6—9 б., 10—19 абз.)
Буниңдин немини үгинимән? Өзүңүздин мундақ сорап көрүң:
Йәһваға бәргән қәсимимни орунлашқа немә ярдәм бериду? (w20.03 13-б., 20-абз.)
Йәһваға көпирәк хизмәт қилишим үчүн қандақ қурбанлиқларға баралаймән?
Һәмрайимға бәргән қәсимимни орунлап, вападар болуп қелишим үчүн немә қилсам болиду? (Мәт. 19:5, 6; Әфәс. 5:28—33)