15-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
51-НАХША Йепиш чиң Йәһваға
Худаға йеқинлишиш биз үчүн әвзәлдур
«Мән үчүн Худаға йеқинлишиш әвзәлдур!» (ЗӘБ. 73:28, КТ).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Йәһва Худаға қандақ йеқинлишалаймиз вә буниң бизгә қандақ пайдиси бар?
1, 2. а) Бирси билән йеқин дост болуш үчүн биз немә қилалаймиз? ә) Бу мақалидә немини қараштуруп чиқимиз?
СИЗНИҢ җан достуңиз барму? Сиз униң билән қандақ дост болуп қалдиңиз? Бәлким, униң билән көп вақит өткүздиңиз. У қандақ қийинчилиқларни баштин кәчүргәнлигини билгәндә, униңға йеқин болуп қалдиңиз. Йеқинирақ тонушқансири, униңға неминиң яқидиғанлиғини вә неминиң яқмайдиғанлиғини биливалдиңиз. Достуңизниң есил пәзиләтлирини көргәндә, униңға охшаш болғуңиз кәлди. Шундақ қилип, уни яхши көрүп қалдиңиз.
2 Бирси билән дост болуш үчүн вақит вә күч чиқириш керәк. Шуниңға охшаш, Йәһва Худа билән йеқин дост болуш үчүн күч чиқиришимиз лазим. Бу мақалидә Худаға қандақ йеқинлишишқа болидиғанлиғини вә бу бизгә қандақ пайда елип келидиғанлиғини көрүп чиқимиз. Биринчидин, бизниң әң йеқин достумиз Йәһва Худаға йеқинлишиш немә үчүн яхши екәнлигини көрүп чиқайли.
3. Йәһва Худа билән достлуқ қандақ пайда әкелидиғанлиғи үстидин ойлиниш немә үчүн муһим? Мисал кәлтүрүң.
3 Йәһваға йеқинлишишниң яхши екәнлигини һәммимиз убдан билимиз. Лекин униң бизгә қандақ пайдиси бар екәнлиги тоғрилиқ ойлиниш бизни Йәһваға йеқинлишишқа дәвәт қилиду (Зәб. 63:6—8). Мәсилән, биз яхши тамақлиниш, дайим мәшиқ қилиш, уйқуни қандуруш вә һәр күни йетәрлик су ичиш қатарлиқ ишларниң пайдилиқ екәнлигини билимиз. Лекин нурғун адәмләр бу нәрсигә сәл қарайду вә саламәтлиги тоғрилиқ һеч ойлимайду. Бу тоғрилиқ пат-пат ойланған адәмниң саламәтлиги хелила яхши болиду. Шуниңға охшаш, Худа билән дост болушниң яхши екәнлигини билиш йетәрлик әмәс. Бу достлуқ қандақ пайда әкелидиғанлиғи тоғрилиқ давамлиқ ойлиниш муһим. Шу чағда биз Яратқучимизға йеқинлишишқа интилидиған болумиз (Зәб. 119:27—30).
4. Зәбур 73:28дә немә йезилған?
4 Зәбур 73:28ни оқуң. Зәбур 73-бапни Ибадәтханида нахшичи болуп хизмәт қилған лавий язған. Бәлким, у Йәһва Худаға нурғун жиллар давамида садиқ хизмәт қилғанду. Шундақ болсиму, бир қетим у тоғра йолдин чәтнәп кетишкә тас қалған. Бәхиткә яриша, у өзигиму, башқиларғиму Худаға йеқинлишишниң әвзәллигини әсләткән. Ундақта, Худаға йеқинлишишниң қандақ пайдиси бар?
ХУДАҒА ЙЕҚИНЛИШИШ ХОШАЛЛИҚҚА ЕРИШТҮРИДУ
5. а) Немә үчүн Йәһва Худаға йеқинлашқансири техиму бәхитлик болимиз? ә) Пәнд-нәсиһәтләр 2:6—16 айәтләргә мас, Худа бәргән даналиқниң қандақ пайдисини көрүватисиз?
5 Йәһва Худаға йеқинлашқансири биз техиму бәхитлик болимиз (Зәб. 65:4). Буниң нурғун сәвәплири бар. Уларниң бири — Худа Сөзидики нәсиһәтләргә әмәл қилсақ, биз даналиққа еришип, хәтәрләрдин сақлинимиз вә чоң хаталиқларни өткүзмәймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 2:6—16ни оқуң). Шуңа Муқәддәс китапта: «Бәхитликтур даналиқни тапқан һәм әқил-идрәккә еришкән инсан»,— дәп йезилған (Пәнд н. 3:13, ЙД).
6. Немә үчүн Зәбур язғучисиниң көңли йерим болған?
6 Әлвәттә, Йәһва Худаниң хизмәтчилириму бәзидә қайғуриду. Зәбур 73-бапниң язғучиси адаләтсизликни көргәндә, униң көңли йерим болған. Худаға бойсунмайдиған рәзил адәмләрниң баяшат һаят кәчүрүватқанлиғини көргәндә, у бәк аччиқланған. У һәтта зораван, тәкәббур адәмләр һеч қийналмай, ағримай, халиған нәрсигә еришәләйду дәп ойлашқа башлиған. Шундақ адаләтсизликни көрүп, Зәбур язғучиси уларға ичи тарлиқ қилған (Зәб. 73:3—7, 12). Униң роһи чүшүп, у Йәһва Худаға хизмәт қилишниң һеч пайдиси йоқ дәп ойлиған. Көңли азаплинип, у мундақ дегән: «Шу вақитта мән бекардин-бекар жүригимни тазилидимму вә қоллиримни бегуналиқта жуйдумму?» (Зәб. 73:13)
7. Бизни ғәм-қайғу басқанда немә қилишимиз муһим? (Рәсимгиму қараң.)
7 Униң көңли йерим болсиму, Зәбур язғучиси яман һис-туйғуларниң өзини чирмавелишиға йол қоймиған. У «Худаниң муқәддәс җайиға» киргән. Шу йәрдә Йәһва Худа униң көзқаришини өзгәртишигә ярдәм бәргән (Зәб. 73:17—19). Бизни ғәм басқанда, әң йеқин Достумиз Йәһва бизни чүшиниду. Биз Худаға дуа қилип, Униңдин мәслиһәт соралаймиз. Ғәмкин болушимизға қаримастин, Муқәддәс китаптики ойлар вә қериндашлиримизниң яхши сөзлири Йәһваға давамлиқ хизмәт қилишимизға күч бериду. Бизни ғәм-әндишә басқанда, Йәһва Худа бизгә илһам-мәдәт берип, көңлүмизни тинчландуралайду (Зәб. 94:19)a.
Зәбур 73-бапни язған лавий «Худаниң муқәддәс җайиға» киргән. (7-абзацқа қараң)
ХУДАҒА ЙЕҚИНЛАШСАҚ, ҺАЯТИМИЗ МӘНАЛИҚ БОЛУП, ҮМҮТКӘ ЕРИШИМИЗ
8. Йәһва Худаға йеқинлашсақ, йәнә немигә еришимиз?
8 Йәһва Худаға йеқинлашсақ, биз мәналиқ һаят кәчүримиз. Шундақла келәчәккә үмүт билән қараймиз (Йәр. 29:11). Йәһва Худа билән дост болуштин алидиған мошу икки бәрикәтни көрүп чиқайли.
9. Йәһваға йеқинлишиш һаятимизни қандақларчә мәналиқ қилиду?
9 Худаға йеқинлашсақ, биз мәналиқ һаят кәчүримиз. Нурғунлиған адәмләр Худаға ишәнмәйду. Шуңа улар инсанларниң немә үчүн яшаватқанлиғини билмәйду вә келәчәктә адәмзат йоқ болуп кетидиғанлиғиға ишиниду. Лекин биз Муқәддәс китаптин Худаниң «Уни әстаидил издигәнләрни» мукапатлайдиғанлиғини биливалдуқ (Ибр. 11:6). Йәһва Худа бизни Униңға ибадәт қилиш үчүн яратқан. Шуңа биз Униңға хизмәт қилғанда, һәқиқәтән бәхитлик болимиз (Қ. шәр. 10:12, 13).
10. Зәбур 37:29ға бенаән, Йәһва Худаға таянғанларниң келәчиги қандақ болиду?
10 Нурғун адәмләр: «Ишләп пул тапсам, бала-чақамниң қизиғини көрүп, чирайлиқ қерисамла болди»,— дәйду. Уларниң бар армини мошу. Улар Худаниң инсанийәткә мунасивәтлик ирадисини билмигәнликтин, Униңға таянмайду. Биз болсақ, Худаниң әҗайип вәдилирини билимиз (Зәб. 25:3—5; Тим. 1-х. 6:17). Биз Худайимиз һәм Достумизға ишинимиз вә Униң һәммә вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғини билимиз. Кәлгүсидә биз мол бәрикәтләргә еришимиз. Әң муһими, биз йәрдики җәннәттә Йәһва Худаға мәңгү ибадәт қилимиз (Зәбур 37:29ни оқуң).
11. Худаға йеқинлишиш бизгә вә Униңға қандақ тәсир қилиду?
11 Худаға йеқинлишишниң йәнә нурғун сәвәплири бар. Мәсилән, әгәр биз товва қилсақ, У бизни кәчүрүшкә вәдә қилиду (Йәшая 1:18). Шу сәвәптин, бурун қилған гуналиримиз үчүн өз гөшимизни өзүмиз йемәймиз (Зәб. 32:1—5). Йәһва Худаға йеқинлашқансири, биз Униң жүригини техиму хошал қилалаймиз вә бу бизни бәхитлик қилиду (Пәнд н. 23:15). Һәқиқәтән, Худа билән дост болғанлиғиңиз үчүн алған бәрикәтлириңиз сан-санақсиз болиду. Келиңлар, Худаға техиму йеқинлишиш үчүн немә қилишимиз керәклигини көрүп чиқайли.
ХУДАҒА ЙЕҚИНЛИШИШНИ ҚАНДАҚ ДАВАМЛАШТУРАЛАЙМИЗ?
12. Худаға йеқинлишиш үчүн сиз немиләрни қилдиңиз?
12 Чөмдүрүлүштин авал сиз Йәһва Худаниң дости болуш үчүн нурғун нәрсиләрни қилдиңиз. Мәсилән, Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ тоғрилиқ һәқиқәтни үгәндиңиз, гуналириңизға товва қилдиңиз вә Худаға ишинидиғанлиғиңизни көрсәттиңиз. Шундақла Йәһва Худаға қулақ селиш үчүн бар күчиңизни чиқардиңиз. Лекин Йәһваниң йеқин дости болуш үчүн буларниң һәммисини давамлиқ қилишиңиз керәк (Кол. 2:6).
13. Йәһва Худаға йеқинлишиш үчүн немә қилишимиз керәк?
13 Худаға йеқинлишиш үчүн немә қилалаймиз? 1) Муқәддәс китапни дайим оқуп-үгинишимиз керәк. Биз Муқәддәс китапни оқуғанда, пәқәт билим елипла қоймаймиз. Әксичә, Худаниң ой-пикрини вә Униң бизгә қойған тәләплирини чүшинип, У халиғандәк яшашқа тиришимиз (Әфәс. 5:15—17). 2) Худаниң шәхсән бизгә көрсәткән меһир-муһәббити тоғрилиқ чоңқур ойлинип, ишәнчимизни күчәйтишимиз лазим. 3) Биз Йәһва Худани рәнҗитидиған ишларни өч көрүп, яман ишларни қилидиған адәмләрни дост тутмаслиғимиз муһим (Зәб. 1:1; 101:3).
14. Һәр күни Йәһва Худани хошал қилишимиз үчүн немә қилсақ болиду? (Коринтлиқларға 1-хәт 10:31) (Рәсимләргиму қараң.)
14 Коринтлиқларға 1-хәт 10:31ни оқуң. Биз Йәһва Худаниң жүригини хошал қилидиған ишларни қилишимиз муһим. Буниң үчүн вәз қилиш вә җамаәт учришишлириға бериш йетәрлик әмәс. Биз һәр күни Худаға яқидиған ишларни қилишимиз керәк. Мәсилән, һәммә яқтин растчил болуп, қолумизда бар нәрсә билән бөлүшсәк, Худаниң жүригини хошал қилимиз (Кор. 2-х. 8:21; 9:7). Йәһва Худа бизниң һаятни қәдирлишимизни халайду. Шуңа биз қанчилик йәп-ичкәнлигимизгә көңүл бөлүп, саламәтлигимизни асраш үчүн башқиму нәрсиләрни қилишимиз муһим. Аддий болуп көрүнгән ишлардиму Йәһвани хошал қилидиған болсақ, Униңға техиму йеқинлишимиз (Луқа 16:10).
Авайлап һайдаш, мәшиқ қилиш, пайдилиқ тамақларни йәш арқилиқ өзүмизни күтсәк вә башқиларға меһмандостлуқ көрсәтсәк, Йәһва Худани хошал қилалаймиз (14-абзацқа қараң)
15. Йәһва Худа биздин башқиларға қандақ муамилә қилишимизни күтиду?
15 Йәһва Худа Униңға хизмәт қилидиған вә қилмайдиғанларғиму яхшилиқ қилиду (Мәт. 5:45). У бизниңму шундақ қилишимизни халайду. Мәсилән, биз «һечким тоғрилиқ һақарәтләйдиған сөз ейтмаслиққа, җедәлхор болмаслиққа, әксичә, пәм-парасәтлик болуп, һәммә кишиләргә мулайимлиқ билән» қаришимиз керәк (Тит. 3:2). Шуңа биз Йәһва Худаға ишәнмәйдиған адәмләргә сәл қарап, өзүмизни жуқури тутмаймиз (Тим. 2-х. 2:23—25). Башқиларға меһрибан муамилә қилсақ, Йәһва Худаға йеқинлишалаймиз.
БИЗ ХАТАЛИҚЛАРНИ ӨТКҮЗГӘНДИМУ ХУДАҒА ЙЕҚИНЛИШАЛАЙМИЗ
16. Зәбур 73-бапниң язғучиси қандақ һис-туйғуда болған?
16 Бәзидә өткүзгән хаталиқлириңиз сәвәвидин өзүңизни Йәһваниң дости болушқа налайиқ һис қилишиңиз мүмкин. Зәбур 73-бапниң язғучисиму охшаш һис-туйғуда болған. У мундақ дегән: «Аяқлирим дурус йолдин чиқип кәткили тас қалди, тапанлирим тейилип кетәйла деди» (Зәб. 73:2). Зәбур язғучиси өзи етирап қилғандәк, униң қәлби аччиққа толуп, надан һәм Йәһва Худаниң алдида әқилсиз малдәк болған (Зәб. 73:21, 22). Лекин у хаталиқ өткүзгәнликтин, әнди Йәһва Худа уни яхши көрмәйду вә уни кәчүрмәйду дәп ойлиғанму?
17. а) Зәбур язғучиси һәтта қаттиқ қийналғандиму немә қилған? ә) Униң мисалидин немини үгинимиз? (Рәсимләргиму қараң.)
17 Зәбур язғучиси Йәһва Худа униңдин ваз кәчти дегән ойға йол бәргән болсиму, көп өтмәй бу гуманидин айрилған. Һәтта көңли йерим болғандиму, у Йәһва Худаға йеқин болуши керәклигини чүшәнгән. У мундақ язған: «Амма әнди, мән Сениң билән [Йәһва], Сән мени оң қолумдин тутисән. Мәслиһитиң билән мени жүргүзисән, кейинирәк шөһрәткә әкелисән» (Зәб. 73:23, 24). Бизму ишәнчимизниң аҗизлишип кәткәнлигини һис қилғанда яки өткүзгән хаталиқлиримиз сәвәвидин чүшкүнлүккә чүшкәндә, Қорам Тешимиз Йәһвадин күч соришимиз керәк (Зәб. 73:26; 94:18). Һәтта чоң хаталиқни қилсақму, биз Йәһва Худаға қайтип, Униң бизни кәчүридиғанлиғиға ишинәләймиз (Зәб. 86:5). Болупму хаталиқлиримизни ойлап қийналғанда, Йәһва Худаға йеқинлишиш бәк муһим (Зәб. 103:13, 14).
Ишәнчимизниң аҗизлишип кәткәнлигини һис қилғанда, биз көпирәк дуа қилип вә җамаәт учришишларға қатнишип, Йәһваға техиму йеқинлишишимиз керәк (17-абзацқа қараң)
ХУДАҒА МӘҢГҮ ЙЕҚИНЛИШАЛАЙМИЗ
18. Немә үчүн биз Йәһва Худаға мәңгү йеқинлишалаймиз?
18 Биз Йәһва Худаға мәңгү йеқинлишалаймиз. У тоғрилиқ йеңи нәрсиләрни үгинишни һечқачан тохтатмаймиз. Муқәддәс китапта йезилғандәк, Йәһваниң йоллири, Униң даналиғи вә билиминиң тегигә йәткили болмас (Рим. 11:33).
19. Зәбур китави бизни немигә ишәндүриду?
19 Зәбур 79:13-айәттә мундақ йезилған: «Биз болсақ, Сениң хәлқиң һәм Сениң яйлиғиңниң қойлири, Сени мәңгү шәрәпләймиз. Әвлатлар бойи Саңа мәдһийә ейтимиз!» Сизму давамлиқ Йәһва Худаға йеқинлашсиңиз, мол бәрикәтләргә еришисиз вә ишәнч билән мундақ дейәләйсиз: «Худа қәлбимдики қорам таш һәм мәңгүлүк несивәмдур!» (Зәб. 73:26, KT)
27-НАХША Йәһва тәрәптә туруңлар
a Узақ вақит давамида ғәм-қайғуға петип, чүшкүнлүккә чүшкән киши дохтурниң ярдимигә муһтаҗ болуши мүмкин. Бу тоғрилиқ көпирәк билиш үчүн «Күзитиш мунариниң» (рус) 2023-жил, 1-саниға қараң.