Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w25 апрель 14—19 б.
  • Қериндашлиримиз билән дост болуш немә үчүн муһим?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Қериндашлиримиз билән дост болуш немә үчүн муһим?
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ҚЕРИНДАШЛАР БИЛӘН ДОСТ БОЛУШ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ?
  • БИР-БИРИҢЛАРҒА ИЗЗӘТ-ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢЛАР
  • АРАҢЛАРДА БӨЛГҮНЧИЛИК БОЛМИСУН
  • ИШИМИЗ ҺӘМ ҺӘҚИҚӘТ БОЙИЧӘ МЕҺИР-МУҺӘББӘТ КӨРСИТӘЙЛИ
  • Йәһва Худа сизни яхши көриду
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Худаға йеқинлишиш биз үчүн әвзәлдур
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Йәһва Худаға тайинидиғанлиғимизни көрситидиған қарарлар
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2023)
  • Башқиларға бериш сизни бәхитлик қилиду
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
Көпирәк мәлумат
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
w25 апрель 14—19 б.

16-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

20-НАХША Учришишлиримизға бәрикәт бәр

Қериндашлиримиз билән дост болуш немә үчүн муһим?

«Нәқәдәр яхши һәм әҗайип қериндашлар билән инақлиқ-бирликтә яшимақ!» (ЗӘБ. 133:1).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Қериндашлар билән достлишип, қандақларчә өз ара инақ-иттипақ болалаймиз вә буниң қандақ пайдисини көримиз?

1, 2. Йәһва Худа үчүн немә муһим вә У бизниң немә қилишимизни халайду?

БИЗНИҢ башқиларға қандақ муамилә қилғанлиғимиз Йәһва Худа үчүн интайин муһим. Әйса Мәсиһ бизни башқиларни өзүмизни яхши көргәндәк яхши көрүшимиз керәклигини үгәткән (Мәт. 22:37—39). Биз һәтта Йәһва Худаға ишәнмәйдиған адәмләргиму меһрибан муамилә қилишимиз керәк. Шундақ қилсақ, биз Йәһвадин үлгә алған болимиз, чүнки У «қуяшни яхшиларниң вә яманларниң үстигә охшашла нур чачқузиду, ямғурниму яхшиларниң вә яманларниң үстигә охшашла яғдуриду» (Мәт. 5:45, ЙД).

2 Худайимиз һәммә инсанларни яхши көрсиму, Униңға қулақ салидиған кишиләрни алаһидә яхши көриду (Йоһ. 14:21). Яратқучимиз бизниң Уни үлгә қилишимизни халайду. У қериндашлиримизни қизғин сөйүп, уларға «қериндашлиқ муһәббәт» көрситишимизни күтиду (Пет. 1-х. 4:8; Рим. 12:10). Бу меһир-муһәббәт туққинимиз яки йеқин достумизға болған иллиқ туйғуға охшаш.

3. Меһир-муһәббәтни немә билән селиштурушқа болиду?

3 Меһир-муһәббәтни гүл билән селиштурушқа болиду. Униң өсүши үчүн уни дайим суғирип, асрап күтүшимиз керәк. Әлчи Паул етиқатдашларға «Араңларда қериндашлиқ меһир-муһәббәт тохтимисун» дегән нәсиһәт бәргән (Ибр. 13:1, КТ). Йәһва Худа бизниң башқиларға давамлиқ меһир-муһәббәт көрситишимизни халайду. Бу мақалидә биз қериндашлиримизға йеқинлишиш немә үчүн муһим екәнлигини вә уларни дайим яхши көрүш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

ҚЕРИНДАШЛАР БИЛӘН ДОСТ БОЛУШ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ?

4. Қериндашлар ара инақлиқни давамлиқ қәдирлишимиз үчүн немә қилалаймиз? (Зәбур 133:1) (Рәсимләргиму қараң.)

4 Зәбур 133:1ни оқуң. Зәбур язғучиси Йәһва Худани яхши көридиған кишиләр билән дост болуш «яхши һәм әҗайип» екәнлигини ейтқан. Бизму бу сөзләргә қошулимиз. Бәзидә биз һәр күни көридиған чоң бир дәрәқниң қешидин униңға ерән қилмай, өтүп кетишимиз мүмкин. Дәл шуниңға охшаш, қериндашларниң арисидики инақлиқниң қанчилик гөзәл екәнлигини байқимай кетишимиз мүмкин. Биз қериндашлиримизни һәптисигә бирнәччә қетим көргәнликтин, уларни қәдирлимәй кетишимиз еһтимал. Буниңға йол бәрмәслик үчүн немә қилалаймиз? Һәрбир қериндашниң җамаәт вә биз үчүн қанчилик баһалиқ екәнлиги тоғрилиқ ойлинип турсақ, уларға болған меһир-муһәббитимиз күчийиду.

Коллаж: 1. Қериндишимиз рәңги чирайлиқ дәрәққә қарап, зоқлиниватиду. 2. Кейинирәк, регионлуқ конгресста у башқа қериндашни қучақлаватиду. Конгресстики етиқатдашлар өз ара хошал-хорам арилишиватиду.

Биз аримиздики инақлиқни қәдирлишимиз интайин муһим (4-абзацқа қараң)


5. Өз ара меһир-муһәббитимиз башқиларға қандақ тәсир қилалайду?

5 Учришишлиримизға биринчи қетим кәлгән адәмләр өз ара меһир-муһәббитимизни көргәндә, қаттиқ тәсирлиниду. Өз ара шунчилик иллиқ мунасивәтни көргәндә, улар һәқиқәтни тапқанлиғиға көз йәткүзиду. Әйса Мәсиһ мундақ дегән: «Бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду» (Йоһ. 13:35). Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни үгәнгән Чайтра дегән қизниң мисалини көрүп чиқайли. У регионлуқ конгрессқа беришқа келишкән. Чайтра униң билән Муқәддәс китапни үгәнгән қериндашқа: «Ата-анам мени һечқачан қучақлиматти, лекин конгресста мени бир күнниң ичидила 52 қетим қучақлиди. Йәһва Худа Өз хәлқи арқилиқ маңа меһир-муһәббитини көрсәтти. Мәнму уларниң арисида болушни халаймән»,— деди. У үгинишни давамлаштуруп, һаятини өзгәртти вә 2024-жили чөмдүрүлүштин өтти. Яхши ишлиримиз вә өз ара меһир-муһәббитимиз адәмләрни Йәһва Худаға хизмәт қилишқа дәвәт қилалайду (Мәт. 5:16).

6. Қериндашлиримиз билән дост болуш бизни қандақ қоғдайду?

6 Җамаәттики қериндашлар билән дост болсақ, бу бизни қоғдалайду. Әлчи Паул етиқатдашларға мундақ дегән: «Гунаниң езиқтурушиға берилип. . . алданмаңлар. Әксичә, һәр күни бир-бириңларға нәсиһәт қилиңлар» (Ибр. 3:13). Биз чүшкүнлүккә чүшүп, һәқиқәт йолидин чәтнәп кетәй дәп қалсақ, Йәһва Худа қериндашлиримиз арқилиқ бизгә керәклик ярдәм берәләйду (Зәб. 73:2, 17, 23). Бизниң шундақ достлиримиз болғанлиғи немә дегән яхши!

7. Меһир-муһәббәт билән инақлиқниң қандақ бағлиниши бар? (Колосилиқларға 3:13, 14)

7 Йәһва Худаниң хәлқи арисида һәрбир қериндаш меһир-муһәббәт көрситишкә бар күчини чиқарғанлиқтин, биз көп бәрикәтләрни еливатимиз (Йоһ. 1-х. 4:11). Меһир-муһәббәт бизни бир-биримизгә сәвирчан болуп, һиммәтлик кәчүрүшкә дәвәт қилғанлиқтин, аримизда инақлиқ һөкүм сүриду (Колосилиқларға 3:13, 14ни оқуң; Әфәс. 4:2—6). Йәр йүзидә бизниңкигә охшаш иттипақи вә бирлиги ярашқан бирдинбир тәшкилат йоқ дәп ишәнчлик ейталаймиз.

БИР-БИРИҢЛАРҒА ИЗЗӘТ-ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢЛАР

8. Немә үчүн аримиздики инақлиқ пәқәт Йәһва Худаниң ярдими билән мүмкин дәп ейталаймиз?

8 Дунияниң җай-җайлирида яшисақму, өм бир хәлиқ болғанлиғимиз — Йәһва Худаниң мөҗүзиси. Чүнки Униң ярдимисиз намукәммәл инсанларниң арисида шундақ инақлиқ болматти (Кор. 1-х. 12:25). Худа бизгә бир-биримизни яхши көрүшни үгитиду (Сал. 1-х. 4:9). Башқичә ейтқанда, Муқәддәс китап арқилиқ Йәһва Худа бир-биримиз билән дост болуш үчүн немә қилишимиз керәклигини ейтиду. Демәк, қериндашлиримизни яхши көрүшни үгиниш үчүн биз Худа Сөзини пухта үгинип, униңдики мәслиһәтләрни әмәлийәттә қоллинишимиз муһим (Ибр. 4:12; Яқуп 1:25). Худаниң хәлқи шундақ қилишқа бар күчини чиқириду.

9. Бир-биримизгә һөрмәт көрситиш тоғрилиқ немини үгәндуқ? (Римлиқларға 12:9—13)

9 Муқәддәс китап бир-биримиз билән йеқин мунасивәттә болушни қандақ үгитиду? Қелиңлар, әлчи Паулниң бу тоғрилиқ Римлиқларға 12:9—13тә немә дегәнлигини көрүп бақайли (оқуң). Униң «бир-бириңларға биринчи болуп иззәт-еһтирам көрситиңлар» дегән сөзлиригә көңүл бөләйли. Бу сөзләр бир-биримизгә биринчи болуп меһир-муһәббәт көрситишни билдүриду. Меһир-муһәббәтни көрситишкә башқиларни кәчүрүш, уларға меһмандостлуқ көрситиш, қолумизда бар нәрсилиримиз билән бөлүшүш вә башқа яхши ишларни қилиш кириду (Әфәс. 4:32). Биз етиқатдашларниң биз билән достлишишини күтүп олтармаймиз. Әксичә, уларға йеқинлишиш үчүн биринчи болуп һәрикәт қилимиз. Шундақ қилсақ, биз Әйсаниң «елиштин көрә бериш бәхитлигирәк» дегән сөзлириниң раст екәнлигигә көз йәткүзимиз (Әлч. 20:35).

10. Бир-биримизгә «иззәт-еһтирам» көрситиштә қандақ тиришчан болалаймиз? (Рәсимгиму қараң.)

10 Әлчи Паул қериндашларға бир-биригә биринчи болуп һөрмәт көрситишни ейтқандин кейин, уларни ишлирида еринмәсликкә дәвәт қилған. Бу дегинимиз башқиларға қизғинлиқ билән ярдәм берип, тиришчан болушни билдүриду. Тиришчан кишигә бир нәрсә тапшурулғанда, у бу ишни сәрәмҗан қилиду. Пәнд-нәсиһәтләр 3:27, 28дә мундақ йезилған: «Ярдәмгә муһтаҗ кишигә яхшилиқ қилиштин һәргиз қачма, қолуңда буни бәҗиришкә имкан болғанда». Шуңа биз бирсиниң ярдәмгә муһтаҗ екәнлигини көргәндә, униңға ярдәм бериш үчүн қолумиздин кәлгинини қилишқа тиришимиз. Шундақла биз ярдәм беришни кейингә қалдурмаймиз вә башқа бирсиниң ярдәм беришини күтмәймиз (Йоһ. 1-х. 3:17, 18).

Яш бурадиримиз шотида туруп, яшанған бурадәрниң чедирини тазилаватиду.

Биз ярдәмгә муһтаҗ болған етиқатдашлиримизға ярдәмлишишкә интилишимиз керәк (10-абзацқа қараң)


11. Башқилар билән йеқин мунасивәттә болушимизға немә ярдәм бериду?

11 Башқиларға һөрмәт көрситишниң йәнә бир йоли — бизни хапа қилған кишиләрни тез кәчүрүш. Әфәсликләргә 4:26дә «Силәр терикип жүрүп, күн петип кәтмисун» дейилгән. Чүнки 27-айәттә чүшәндүрүлгәндәк, шундақ қилсақ, биз Иблисқа йол қояттуқ. Муқәддәс китапта Йәһва Худа бизни қайта-қайта бир-биримизни кәчүрүшкә үндәйду. Колосилиқларға 3:13тә бизни бир-биримизни чин дилдин кәчүрүп турушқа дәвәт қилиду. Башқилар билән достлишишниң әң яхши усуллириниң бири — уларниң хаталиқлирини кәчүрүш. Шундақ қилсақ, биз «течлиқниң инақлаштуридиған» риштисини сақлашқа ярдәм беримиз (Әфәс. 4:3). Башқичә ейтқанда, башқиларни кәчүргәндә, биз Худа хәлқиниң инақ-иттипақ болушиға өз һәссимизни қошумиз.

12. Йәһва Худа кәчүрүмчан болушимизға қандақ ярдәм бериду?

12 Раст, бизни хапа қилған кишиләрни кәчүрүш қийин болуши мүмкин. Лекин Муқәддәс роһниң ярдими билән биз буни қилалаймиз. Муқәддәс китапта бир-бириңларни қериндашларчә яхши көрүңлар вә «ишиңларда еринмәңлар» дегән сөзләрдин кейин роһуңлар ялқунлисун дәп йезилған. Бу сөз-ибарә муқәддәс роһ бизни қизғин вә тәшәббускар қилалайдиғанлиғини билдүриду (Рим. 12:11). Демәк, Муқәддәс роһниң ярдими билән биз башқиларға меһир-муһәббәт көрситип, бир-биримизни чин дилдин кәчүрәләймиз. Шу сәвәптин, биз Йәһва Худаниң ярдимигә муһтаҗ (Луқа 11:13).

АРАҢЛАРДА БӨЛГҮНЧИЛИК БОЛМИСУН

13. Аримизда немә сәвәптин бөлгүнчилик пәйда болуши мүмкин?

13 Җамаәттә келип чиқиши охшимайдиған һәр түрлүк адәмләр бар (Тим. 1-х. 2:3, 4). Шуңа пәхәс болмисақ, кийиниш вә ясиниш, давалиниш яки оюн-тамашә мәсилилиридә бөлгүнчилик пәйда болуши мүмкин (Рим. 14:4; Кор. 1-х. 1:10). Әгәр биз Худа үгәткәндәк, қериндашлиримизни яхши көрсәк, қарарлиримиз башқиларниңкидин яхширақ дәп турувалмаймиз (Флп. 2:3).

14. Биз немә қилишқа тиришишимиз керәк вә немә үчүн?

14 Башқиларға дайим илһам-мәдәт вә тәсәлли беришкә тиришсақ, җамаәттә бөлгүнчиликниң пәйда болушиға йол қоймаймиз (Сал. 1-х. 5:11). Кейинки вақитларда учришишларға кәлмәй қойған вә җамаәттин чиқирилған нурғун қериндашлар җамаәткә қайтип кәлди. Биз уларни қучақ йейип қарши алимиз (Кор. 2-х. 2:8). Он жил давамида учришишларға кәлмигән бир қериндашниң мисалини көрүп бақайли. У Ибадәт өйигә кәлгәндә мундақ дегән: «Һәммиси маңа күлүмсирәп, мени қизғин қарши алди» (Әлч. 3:19). Қериндашларниң иллиқ муамилиси униңға қандақ тәсир қилди? «Мән Йәһва Худаниң маңа қайтидин хошал болушқа ярдәм бериватқанлиғини һис қилдим». Биз һәммә адәмләргә илһам-мәдәт бәрсәк, Әйса Мәсиһ бизни «җапакәшләр вә еғир жүкни үстигә алғанларға» тәсәлли бериш үчүн ишлитәләйду (Мәт. 11:28, 29, ЙД).

15. Җамаәтниң инақ болушиға йәнә қандақ һәссә қошалаймиз? (Рәсимгиму қараң.)

15 Биз гәп-сөзлиримиз биләнму җамаәтниң инақ болушиға үлишимизни қошалаймиз. Аюп 12:11дә: «Қулақ сөзләрни айримамду вә ағиз таамниң дәмини?» дегән соал бар. Яхши ашпәз башқиларға тамақ бериштин авал уни тетип баққанға охшаш, бизму сөзләштин авал ойлинишимиз муһим (Зәб. 141:3). Биз дайим илһам-мәдәт беридиған, йеқимлиқ вә тиңшиғучиларға пайда әкелидиған сөзләрни ейтишни халаймиз (Әфәс. 4:29).

Меһманларға тамақ бериштин авал бурадиримиз өзи тәмини тетиватиду.

Сөз қилиштин авал ойлинип беқиң (15-абзацқа қараң)


16. Болупму кимләр сөзлиригә көңүл бөлүши керәк?

16 Болупму әрләр вә ата-анилар башқиларниң көңлини ағритидиған сөзләрни ейтиштин пәхәс болуши муһим (Кол. 3:19, 21; Тит. 2:4). Ақсақалларму қериндашларға илһам-мәдәт вә тәсәлли беридиған сөзләрни ейтиши керәк, чүнки Йәһва Худа уларға җамаәткә ғәмхорлуқ қилишни тапшурған (Йәшая 32:1, 2; Гал. 6:1). Муқәддәс китапта йезилғандәк, «өз вақтида ейтилған сөз нәқәдәр яхши!» (Пәнд н. 15:23)

ИШИМИЗ ҺӘМ ҺӘҚИҚӘТ БОЙИЧӘ МЕҺИР-МУҺӘББӘТ КӨРСИТӘЙЛИ

17. Етиқатдашлиримизни чин жүрәктин яхши көрүш үчүн немә қилалаймиз?

17 Әлчи Йоһан бизни пәқәт сөзимиз яки «тилимиз биләнла әмәс, бәлки ишимиз [һәм һәқиқәт] бойичә меһир-муһәббәт» көрситишкә дәвәт қилған (Йоһ. 1-х. 3:18). Биз етиқатдашлиримизни чин дилдин яхши көрүшни халаймиз. Буниң үчүн биз улар билән көпирәк вақит өткүзүшкә тиришишимиз керәк. Шу чағда биз уларға техиму йеқин болуп, өз ара меһир-муһәббәт риштимиз күчийиду. Шуңа башқилар билән җамаәт учришишлирида арилишишқа вә вәз хизмитигә чиқишқа вақит аҗритиң. Башқиларни йоқлап турушқа вақит чиқириң. Шундақ қилсақ, биз Худадин бир-биримизни сөйүшкә үгәнгәнлигимизни көрситимиз (Сал. 1-х. 4:9). Шу чағда «нәқәдәр яхши һәм әҗайип қериндашлар билән инақлиқ-бирликтә яшимақ!» дегән сөзләрниң раст екәнлигини өз көзүмиз билән көрүмиз (Зәб. 133:1).

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Немә үчүн қериндашлар билән дост болуш муһим?

  • Башқиларға қандақларчә биринчи болуп һөрмәт көрситәләймиз?

  • Җамаәтниң инақ болушиға қандақ һәссә қошалаймиз?

53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш