Йәһва һәммә дәртлиримиздә тәсәлли бериду
«Һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари... бизгә һәммә дәртлиримиздә тәсәлли бериватиду» (КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 1:3, 4).
НАХШИЛАР: 38, 6
1, 2. Йәһва Худа қийинчилиқларда бизгә қандақларчә тәсәлли бериду вә Муқәддәс китапта қандақ вәдә йезилған?
БОЙДАҚ яш бурадиримиз Коринтлиқларға 1-хәт 7:28дики нека қурғанларниң «һаятида йеңи қийинчилиқлар пәйда болиду» дегән сөзләр һәққидә ойлинип жүриду. У йеши чоң өйләнгән ақсақал билән сөзлишип, униңдин: «“Йеңи қийинчилиқлар” дегән немә вә өйләнсәм, уларни қандақ һәл қилимән?»— дәп сориди. Яш бурадәрниң соалиға җавап бериштин авал ақсақал униңға әлчи Паулниң төвәндики сөзлири тоғрисида ойлинишқа дәвәт қилди: «Һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари» Йәһва «бизгә һәммә дәртлиримиздә», йәни қийинчилиқлиримизда, «тәсәлли бериватиду» (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4).
2 Атимиз Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғини вә қийинчилиқларға дуч кәлгинимиздә, дәрдимизгә дәрман болидиғанлиғини билимиз. Бәлким, һаятиңизда Йәһва сизни қоллап-қувәтлигән вә Сөзи арқилиқ рәһбәрлик бәргән бир вақиә болғанду. У қедимий хизмәтчилиригә яхшилиқ қилғандәк, бизгиму пәқәт яхшилиқ тиләйдиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Йәрәмия 29:11, 12ни оқуң).
3. Бу мақалидә қандақ соалларға җавап тапалаймиз?
3 Адәттә, қийинчилиқларниң сәвәвини билсәк, уларға қарши туруш асанирақ болиду. Ундақта, некада яки аилидә қийинчилиқлар немә сәвәптин пәйда болуши мүмкин? Қедимий вә заманивий қайси үлгиләр бизгә тәсәлли берәләйду? Бу соалларни муһакимә қилип, қийинчилиқларға қандақ бәрдашлиқ берәләйдиғанлиғимизни көрәйли.
НЕКАДИКИ ҚИЙИНЧИЛИҚЛАР
4, 5. Әр-аял қандақ қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин?
4 Йәһва Худа тунҗа аялни яратқанда, уни инсанниң алдиға әкелип, дәсләпки некани қурди. Андин Йәһва: «Шуңлашқа әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға чаплишиду вә улар бир тән болиду»,— деди (Яритилиш 2:24). Адәмләрниң һәммиси намукәммәл (Римлиқларға 3:23). Шу сәвәптин, әр билән аял той қилғанда, некада қийинчилиқлар болидиғанлиғини билиду. Мәсилән, турмушқа чиқиштин авал аял киши ата-анисиға бойсунғанду. Амма Худа Сөзигә бенаән, әнди униң беши йолдиши болиду (Коринтлиқларға 1-хәт 11:3). Дәсләптә, әр кишигә аялини башқуруш қийин болидиғанду. Аялиға болса, ата-анисиға әмәс, ериға бойсунуш қийин болуши мүмкин. Шуниң билән, икки яш баш қошқанда, җорисиниң туққанлири билән келишмәсликләр пәйда болидиғанду.
5 Әр-аял пәрзәнт көридиғанлиғини билгәндә, өзлирини қандақ һис қилидиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Улар хошал болғини билән, әнсириши вә һамилдарлиқ мәзгили қандақ өтиду вә бала саламәтлик боламду дәп ғәм қилиши мүмкин. Шундақла, улар чиқиминиң көпийидиғанлиғини билиду. Бала дунияға кәлгәндин кейин, уларға башқиму өзгиришләрни қилишқа тоғра келиду. Аниси көп вақтини балиға ғәмхорлуқ қилишқа бөлгәнликтин, әр-аял бир-биригә бурунқидәк көп вақит чиқиралмаслиғи мүмкин. Атисиниңму вәзипилири көпийиду. У аяли билән балисини муһтаҗ болған һәммә нәрсә билән тәминлиши керәк.
6—8. Балилиқ болалмайдиған әр-аял өзини қандақ һис қилиду?
6 Бәзи җүпләр башқа қийинчилиқларға дуч келиду. Улар пәрзәнт сөйүшкә тәшна, лекин балилиқ болалмайду. Аяли һамилдар болалмиса, көңли сунуқ болуши мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 13:12). Қедимий заманларда аял кишиләрниң турмушқа чиқип, бала туғуши бәк муһим һесапланған. Шуңа Яқупниң аяли Раһил һәдисигә охшаш балилиқ болалмиғанлиғиға қаттиқ қайғурған (Яритилиш 30:1, 2). Бүгүнки күндиму бәзи дөләтләрдә «балилиқ өй базар» дәп, көп балилиқ болуш бәк муһим санилиду. Адәмләр бу дөләтләрдә яшайдиған миссионерлардин: «Немишкә балилириңлар йоқ?»— дәп пат-пат сорайду. Улар буниң сәвәвини чүшәндүрсиму, бәзилири бәри бир: «Алла силәргә бала әта қилсун дәп дуа қилимиз»,— дәйду.
7 Йәнә бир мисални қараштурайли. Англиядә яшайдиған бир қериндишимиз балилиқ болушқа зар еди. Мошу қериндишимиз армини йеңи дуния кәлмигичә орунланмайдиғанлиғини чүшинип, ичи-ичидин талқан болди. Андин йолдиши иккиси бала беқивелишни қарар қилди. Лекин униңға қаримастин, көңли техичә йерим болған еди. У: «Балини беқивелиш билән бала туғушниң чоң пәрқи бар екәнлигини чүшәнгән едим»,— деди.
8 Муқәддәс китапта «аял киши үчүн бала туғуш һимайә болиду» дәп йезилған (Тимотийға 1-хәт 2:15). Бирақ балилиқ болуш мәңгү һаятқа ериштүридиғанлиғини билдүрмәйду. Ундақта бу айәтниң мәнаси немә? Ана өйигә вә балилириға ғәмхорлуқ қилиш билән бәнт. Шуңа у ғевәт қилиш яки башқиларниң ишиға чепилиштәк ишлардин нери туриду (Тимотийға 1-хәт 5:13). Шундақ болсиму, бу униң некаси вә аилисидә қийинчилиқлар болмайду дегәнни билдүрмәйду.
Йәһва Худа қийин вақитларда дәрдимизгә дәрман болидиған вәдиләрни бәргән
9. Турмуш қурғанларниң йәнә қандақ қийинчилиқлири болуши мүмкин?
9 Той қилғанлар үчүн йәнә бир қийинчилиқ — сөйгән яриниң өлүми. Һәтта, улар бундақ вәзийәт болиду дәп һечқачан ойлимисиму, көплиригә мошундақ қийинчилиқни баштин кәчүрүшкә тоғра кәлди. Мәсиһийләрниң тирилдүрүшкә болған үмүти тәврәнмәс болуп, уларға тәсәлли бериду (Йоһан 5:28, 29). Атимиз Йәһва өз Сөзидә қийин вақитларда дәрдимизгә дәрман болидиған вәдиләрни бәргән. Һазир Худаниң бәзи хизмәтчилири қандақларчә тәсәллини һис қилип, пайдисини көргәнлигини қараштурайли.
Һәмрайиңиз көз жумса, қәйәрдин тәсәлли тапалайсиз? (9, 12-абзацларға қараң)
ҚИЙИНЧИЛИҚЛАРҒА ДУЧ КӘЛГӘНДӘ ТӘСӘЛЛИ ТЕПИШ
10. Һаннаға немә тәсәлли бәргән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
10 Әлқананиң сөйүмлүк аяли Һанна билән болған вақиәни көрүп чиқайли. У бала көтиришни бәк халисиму, армини орунланмиди. Лекин униң күндиши Пәнинаниң бала-чақиси көп болған (Самуилниң 1-язмиси 1:4—7ни оқуң). Һаннаға униңдинму еғир кәлгини, Пәнина униң балилири йоқлиғини үзигә бесип, «жилдин жилға» заңлиқ қилатти. Бу Һаннаниң қәлбини ярилатти. Униңға немә тәсәлли бәргән? У Йәһва Худаға дуа қилған. У һәтта муқәддәс чедирға берип, узақ вақит давамида Йәһваға ич-бағрини төкти. Һанна Йәһвадин бир оғул сорап, Униң ярдәм қилидиғанлиғиға гуман қилмиған. Дуа қилип болғандин кейин, у өзини яхширақ һис қилди вә «андин балдурқидәк ғәмкин көрүнмиди» (Самуилниң 1-язмиси 1:12, 17, 18). У Йәһва Худаниң йә униңға оғул беридиғанлиғини, йә башқа усулда тәсәлли бәхш етидиғанлиғини билгән.
11. Дуа бизгә қандақларчә тәсәлли бериду?
11 Биз мукәммәлсиз болғанлиқтин вә Шәйтанниң рәзил дуниясида яшиғанлиқтин, һазирғичә қийинчилиқлардин қутулалмаймиз (Йоһанниң 1-хети 5:19). Амма биз «һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари», Йәһваға дуа қилалаймиз. Һанна дәл шундақ қилған. У Йәһваға һәммә һис-туйғулирини очуқ ейтип бәрди вә ярдәм сорап ялвурди. Шуниңға охшаш, бизму азап чәккәндә, Йәһваға қийинчилиқлиримиз һәққидә ейтипла қоймай, ичимиздикини төкүп, ярдәм сорап ялвурушимиз лазим (Филипиликләргә 4:6, 7).
12. Аннаға қийинчилиқларға қаримастин, хошаллиқни йоқатмаслиққа немә ярдәм бәрди?
12 Балилиримиз болмиғанлиқтин яки сөйүмлүк яримизниң өлүмидин қаттиқ һәсрәт чекишимиз мүмкин. Бу вәзийәтләрдиму тәсәлли тапалаймиз. Әйса пәйғәмбәрниң вақтида яшиған Аннаниң мисалини көрүп чиқайли. У ери билән пәқәтла йәттә жил яшап, тул қалған. Шундақла униң балилири болмиған охшайду. Униңға немә ярдәм бәргән? «У һечқачан мәркизий ибадәтханидин кәтмигән». Анна һәтта 84 яшқа киргәндиму, Йәһваниң өйигә берип, униңға дуа вә ибадәт қилатти (Луқа 2:37). Бу униңға тәсәлли елишқа вә қийинчилиқларға қаримастин, хошаллиқни йоқатмаслиққа ярдәм бәрди.
13. Туққанлиримиз бизни үмүтсизләндүрсә, һәқиқий достлиримиз биз үчүн қандақ тәсәлли болалайду?
13 Биз җамаәттики һәқиқий достлиримиздинму тәсәлли тапалаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 18:24). Паула исимлиқ қериндишимизниң аписи Йәһваға хизмәт қилишни тохтатқанда, у пәқәт бәш яшта еди. Униң көңли йерим болуп, бу униңға бәк қийин болди. Лекин кейинирәк Энн исимлиқ пешқәдәм униңға тәсәлли берип, сәмимий қизиқишни көрсәтти. «Энн туққиним болмисиму, мени өз қанити астиға елиши маңа мәдәт бәрди. Бу Йәһваға давамлиқ хизмәт қилишимға ярдәмләшти»,— дәп бөлүшти Паула. Һазир униң аписи җамаәткә қайтип кәлди вә Пауланиң хошаллиғи қин-қиниға патмиди. Эннму Паула үчүн роһий ана болалиғиниға наһайити хурсән.
14. Башқиларға тәсәлли беришниң қандақ пайдиси бар?
14 Башқиларға яхшилиқ қилиш билән бәнт болған чағда, биз өз қийинчилиқлиримизни унтимиз. Мәсилән, турмушқа чиққан яки чиқмиған көп қериндашлиримиз башқиларға Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни ейтиш арқилиқ Йәһва Худа билән һәмкарлишип, униң ирадисини орунлайдиғанлиғини билиду. Бу уларға зор хошаллиқ әта қилиду. Дәрһәқиқәт, хуш хәвәрни җакалаш арқилиқ һәммимиз башқиларға болған ғәмхорлуқни көрситимиз. Шундақла қериндашлиримизға яхшилиқ қилғанда, биз уларға йеқинирақ болимиз (Филипиликләргә 2:4). Әлчи Паулму шундақ қилған. У башқиларға «балилирини әркилитип емитиватқан анидәк» ғәмхорлуқ қилған. Шундақла у қериндашларға «балилирини җемилигән» атидәк тәсәлли берип, ғәйрәтләндүрди (Салоникилиқларға 1-хәт 2:7, 11, 12ни оқуң).
АИЛИДИКИ ТӘСӘЛЛИ
15. Балиларға Йәһва Худа һәққидә тәлим бериш кимниң вәзиписи?
15 Җамаитимиздики аилиләргә қандақ қилип ярдәм берәләймиз? Бәзидә йеңи җакалиғучилар пәрзәнтлиригә Йәһва һәққидә тәлим беришкә ярдәмлишишни яки һәтта балилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишимизни сориши мүмкин. Муқәддәс китапқа бенаән, балилириға тәлим-тәрбийә бериш — ата-аниниң вәзиписи (Пәнд-нәсиһәтләр 23:22; Әфәсликләргә 6:1—4). Бәзи вәзийәтләрдә башқилар ярдәм берәлисиму, балиларға ата-аниниң өзи тәлим бериши интайин муһим. Ата-ана балилири билән турақлиқ һалда сөзлишиши керәк.
16. Башқиларниң балилириға ярдәм бәргәндә, немини әстин чиқармаслиғимиз керәк?
16 Бирси бизни балиси билән тәтқиқ қилишни сориса, ата-аниниң вәзиписини өзүмизгә алмаслиғимиз керәклигини есимизда тутушимиз лазим. Бәзидә ата-аниси Йәһва гувачилири әмәс бала билән тәтқиқ қилишимизға тоғра келиши мүмкин. Башқиларниң балилири билән тәтқиқ қилғанда, дәрисни униң өйидә, ата-аниси йә башқа йетилгән мәсиһий шу йәрдә болғанда яки җәмийәтлик орунда өткүзсәк, тоғра болиду. Шундақ қилсақ, һечкимгә нийитимизгә гуманлинишқа асас бәрмәймиз. Вақит өтүп, ата-аниниң өзи балилириға Йәһва Худа һәққидә тәлим берәлиши мүмкин.
17. Балилар аилиси үчүн қандақларчә тәсәлли болалайду?
17 Йәһвани яхши көрүшкә үгәнгән яшлар аилә әзалири үчүн тәсәлли вә тәскин мәнбәси болуши мүмкин. Қандақларчә? Буниң үчүн улар ата-анисини һөрмәтләп, уларға әмәлий ярдәм бериши һаҗәт. Шуниң билән улар Йәһваға болған садақәтмәнлигини сақлиғанда, бу аилиниң барлиқ әзалириға тәсәлли бериду. Топан сүйидин авал Ламәһ Йәһва Худаға ибадәт қилған. У оғли Нуһ һәққидә: «Йәһва ләнәт қилған йәргә җапалиқ һәм азаплиқ әмгәклиримиздә у бизгә тәсәлли бериду»,— деди. Бу бәшарәт Йәһва Худа Топан сүйидин кейин йәрни ләнәттин азат қилғанда әмәлгә ашти (Яритилиш 5:29; 8:21). Бүгүнки күндиму Йәһваға садиқ болған балилар аилиси үчүн тәсәлли болалайду. Улар өйидикиләргә һазирқи вә кәлгүсидики қийинчилиқларға қарши турушқа ярдәм берәләйду.
18. Қийинчилиқларға қаримастин сәвир-тақәтлик болушимизға немә ярдәм бериду?
18 Бүгүн Йәһваниң хизмәтчилири дуа қилиш, Муқәддәс китаптики мисаллар тоғрисида мулаһизә қилиш вә қериндашлар билән қоюқ арилишиштин тәсәлли тапиду (Зәбур 145:18, 19ни оқуң). Йәһва Худа бизгә тәсәлли беришкә тәйяр екәнлиги вә биз учрашқан һәрқандақ қийинчилиққа қарши турушимизға ярдәм беридиғанлиғи шәк-шүбһисиздур!