Йәһва гувачилири бурун өзлириниң динида болған кишиләргә қандақ муамилә қилиду?
Биз һәрқандақ адәмләрни яхши көрүмиз, уларға меһрибанлиқ вә иззәт-һөрмәт көрситимиз. Әгәр бир Йәһва гувачиси Худаға ибадәт қилишта қизғинлиғи совуп қалса яки ибадәт қилишни тохтатса, биз униңға көңүл бөлүп, яхши көридиғанлиғимизни ипадиләймиз вә Худаға йеқинлишишқа дәвәт қилишқа тиришимиз (Луқа 15:4—7).
Бәзидә адәмниң бир мунчә һәрикәтлири яман болғанлиқтин, у җамаәттин чиқирилиши мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 5:13). Биз етиқатдишимизни яхши көргәнликтин, униңға ярдәм беришни халаймиз. Шуңа, у ярдәмни қобул қилса, җамаәттин чиқирилмайду. Һәтта у җамаәттин чиқирилсиму, биз униңға меһир-муһәббитимизни ипадиләшни тохтатмай, давамлиқ һөрмәтләймиз. Буниңға бизни Муқәддәс китап үндәйду (Марк 12:31; Петрусниң 1-хети 2:17).
Адәм қандақ һәрикәтлири үчүн җамаәттин чиқирилиду?
Әгәр Худаниң хизмәтчиси еғир гуна садир қилип, шу йолдин қайтмиса, Муқәддәс китапта шундақ адәмниң җамаәттин чиқирилиши керәклиги йезилған (Коринтлиқларға 1-хәт 5:11—13). Муқәддәс китапта адәм қандақ еғир гуналар үчүн җамаәттин чиқирилиши мүмкин екәнлиги ейтилған. Мәсилән, зинахорлуқ, һарақкәшлик, қатиллиқ, аилидики зораванлиқ, оғурлуқ (Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10; Галатилиқларға 5:19—21; Тимотийға 1-хәт 1:9, 10).
Еғир гуна садир қилған киши җамаәттин бирдин чиқирилмайду. Авал җамаәттики ақсақалларa уни тоғра йолға селишқа тиришиду (Римлиқларға 2:4). Улар гуна қилған киши билән меһрибан вә силиқ-сипайилиқ билән муамилә қилиду (Галатилиқларға 6:1). Ақсақалларниң көрсәткән меһрибанлиғи гуна қилған кишини гунасини бойниға елип, товва қилишқа үндиши мүмкин (Тимотийға 2-хәт 2:24—26). Лекин гуна қилған адәм ақсақалларниң қайта-қайта ярдәм беришигә қаримай, гуна қилишни давамлаштуруп, товва қилмиса, шу чағда у җамаәттин чиқирилиду. Кейин ақсақаллар шу кишиниң Йәһва гувачиси әмәс екәнлиги тоғрилиқ җамаәттә қисқа уқтуруш қилиду.
Ақсақаллар гуна қилған киши билән меһрибан вә силиқ-сипайилиқ билән муамилә қилиду
Давамлиқ гуна қиливатқан киши җамаәттин чиқирилса, буниң нәтиҗиси қандақ болиду? Биринчидин, җамаәт әхлақий җәһәттин пак болуп қалиду вә җамаәт әзалирини шу адәмниң яман тәсиридин қоғдайду (Коринтлиқларға 1-хәт 5:6; 15:33; Петрусниң 1-хети 1:16). Иккинчидин, бу чарә гуна қилған кишини яман ишлирини тохтитип, һаятини өзгәртишкә үндиши мүмкин (Ибранийларға 12:11).
Йәһва гувачилири җамаәттин чиқирилған адәмләргә қандақ муамилә қилиду?
Муқәддәс китапта Худаниң хизмәтчиси җамаәттин чиқирилған адәм билән «арилашмай», «һәтта ундақ адәм билән һәмдәстиханму болмаңлар» дәп ейтилған (Коринтлиқларға 1-хәт 5:11). Шуниң үчүн биз җамаәттин чиқирилған адәм билән арилашмаймиз. Лекин бу биз уларни көзгә илмаймиз дегәнни билдүрмәйду. Биз уларға һөрмәт билән қараймиз. Йәһва гувачилири уларниң җамаәт учришишлириға кәлгинигә хошал болуп, улар билән саламлишиши мүмкинb. Шундақла улар қайтидин Йәһва гувачиси болуши үчүн ақсақаллардин ярдәм соралайду.
Җамаәттин чиқирилған адәмләр бизниң учришишлиримизға кәлсә, биз уларға хошал болимиз
Әгәр җамаәттин чиқирилған адәмниң йолдиши билән камаләткә толмиған балилири Йәһва гувачиси болуп қалсичу? У әнди Йәһва Худаға аилиси билән ибадәт қилалмисиму, аиләвий риштилири бузулмайду. Улар бир өйдә турғанлиқтин, әр-аял болуп қалиду вә ата-ана билән бала риштилири үзүлмәй, давамлиқ өз ара меһир-муһәббәт көрситиду.
Җамаәттин чиқирилған адәм ақсақаллардин ярдәм сорап, униң билән йолуқушини илтимас қилалайду. Ақсақаллар униңға Муқәддәс китапқа асасланған мәслиһәтләрни берип, товва қилишқа вә Худаға қайтишқа меһрибанлиқ билән илһам бериду (Зәкәрия 1:3). Әгәр адәм яман ишлирини ташлап, Худаниң қаидә-өлчәмлири бойичә яшашқа бәл бағлиғанлиғини иш-һәрикәтлири билән көрсәтсә, у қайтидин җамаәтниң әзаси болалайду. Биринчи әсирдә Коринт шәһиридики җамаәт әзалири гуна қилған адәмни «һиммәтләрчә кәчүрүп, [униңға] тәсәлли бәргинидәк», бизму шундақ қилимиз (Коринтлиқларға 2-хәт 2:6—8).
Бурун җамаәттин чиқирилип, қайтип кәлгән адәмләр немә дәйду?
Бурун җамаәттин чиқирилип, Худаға қайтқан бәзи Йәһва гувачилириниң ейтқанлирини оқуп бақайли.
«Мән җамаәткә қайтмақчи болғанда, ақсақаллар мениңдин җамаәттин чиқирилғандин кейин он жил бойи қандақ ишлар билән бәнт болғанлиғимни сорайду дәп әнсиридим. Әксинчә улар маңа: “Биз сизниң пәқәт алға қарап, илгирилишиңизни халаймиз”,— деди. Бу сөзләрдин кейин жүригим орниға чүшти» (Мария, Қошма Штатлар).
«Җамаәт мениң қайтишимни тақәтсизлик билән күткәнликтин, өзүмниң қанчилик қәдир-қиммәтлик екәнлигимни һис қилдим. Җамаәттики етиқатдашлар мени кәчүргәнлигигә вә Йәһва Худаниң кәчүрүмигә еришкәнлигимгә ишәндүрүп, өткәнни әслимәй, алға қәдәм бесишимға ярдәм бәрди. Йәһва Худа билән мунасивитимни қайтидин тикләш үчүн, ақсақаллар маңа дайим ярдәм беришкә тәйяр еди. Улар маңа тәсәлли-мәдәт берип, Йәһва мени давамлиқ яхши көрүп, қәдирләйдиғанлиғини чүшинишимгә яр-йөләк болди» (Малком, Сьерра-Леоне).
«Йәһва Худа Өз тәшкилатиниң паклиғини сақлаватқанлиғидин Униң Өз хәлқини қанчилик яхши көридиғанлиғиға көз йәткүзүп, интайин хошал болумән. Бу чарә-тәдбир бир мунчә кишиләргә еғир болуп көрүнсиму, әслидә бу керәклик чарә вә меһир-муһәббәтниң ипадисидур. Бизниң асмандики Атимизниң меһир-муһәббәткә толған вә кәчүрүмчан Худа екәнлигигә интайин миннәтдармән» (Санди, Қошма Штатлар).
a Ақсақаллар дәп Муқәддәс китапқа асаслинип тәлим беридиған садиқ вә тәҗрибилик Худаға хизмәт қилидиған әр кишиләрни ейтимиз. Улар Йәһваниң хәлқигә ғәмхорлуқ қилип, илһамландуриду. Ақсақаллар қилған әмгиги үчүн пул алмайду (Петрусниң 1-хети 5:1—3).
b Бәзидә бирси җамаәттин кетипла қалмай, җамаәтниң инақлиғини бузушқа тиришип, яман жүрүш-турушни тәшвиқ қилиду. Шундақ вәзийәт йүз бәргәндә, Муқәддәс китапниң «униң билән саламлашмаңлар» дегән пәрминигә қулақ салимиз (Йоһанниң 2-хети 9—11).