Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Бүгүн

4-сентябрь, пәйшәнбә

У йәрдә йоған түзләңгән йол болуп, у Муқәддәс йол дәп атилиду (Йәшая 35:8).

Жутиға қайтип кәлгән йәһудийлар Худа үчүн муқәддәс бир хәлиқ болатти (Қ. шәр. 7:6). Бу йәһудийлар һечқандақ өзгәртишләрни қилмисиму, давамлиқ Йәһваниң қобул қилишиға еришидиғанлиғини билдүрмигән. Бабилда туғулған йәһудийларниң көпинчиси бабиллиқларниң ой-пикир қилиш усули вә дуния қаришини өзигә сиңдүргән еди. Биринчи бир топ йәһудийлар Исраил зиминиға қайтип келип, нәччә он жилдин кейин валий Нәһәмия йәнә Исраилда туғулған балиларниң ибранийчә сөзләшни үгәнмигәнлигини көрүп, чөчигән еди (Қ. шәр. 6:6, 7; Нәһ. 13:23, 24). Әгәр улар Худаниң сөзлири йезилған ибраний тилни чүшәнмисә, қандақму Йәһвани сөйүп, Униңға ибадәт қилишни үгинәләйду?! (Әзра 10:3, 44). Шуңа, йәһудийлар зөрүр өзгәртишләрни қилиши керәк еди. Исраил зиминида аста-аста пак ибадәтниң әслигә кәлтүрүшигә әгишип, хәлиқниң шу өзгәртишләрни қилиши техиму асанирақ болатти (Нәһ. 8:8, 9). w23.05 15-б., 6, 7-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

5-сентябрь, җүмә

Йәһва жиқиливатқан инсанларни қоллап-қувәтләп, көңли сунған сәмимийләрни чоқум тикләйду (Зәб. 145:14).

Бәкму әпсус, арзу-истигимиз қанчилик күчлүк болсун яки өзүмизни тутувалған болайли, биз оңушсизлиққа учришимиз мүмкин. Мәсилән, күтүлмигән вақиәләр мәхсәтлиримизгә йетиш үчүн сәрип қилидиған вақтимизни оғурлиши мүмкин (Вәз 9:11). Бәлким, биз үмүтсизләндүридиған яки күчсиз һис қилдуридиған қийинчилиққа дуч келимиз (Пәнд н. 24:10). Намукәммәл болғачқа, хаталиқ өткүзүп, мәхсәтлиримизгә йетишимиз техиму қийинлишип кетиши мүмкин (Рим. 7:23). Яки биз һарғинлиқ һис қилимиз (Мәт. 26:43). Дуч кәлгән оңушсизлиқни йеңишимизгә немә ярдәм берәләйду? Есиңиздә болсунки, оңушсизлиқ мәғлуп болғанлиғиңизни билдүрмәйду. Муқәддәс китапта бизниң қайта-қайта қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғимиз тилға елинған болсиму, қайта орнимиздин туралайдиғанлиғимизму ениқ көрситилгән. Шундақ оңушсизлиқларға қаримай алға илгириләш арқилиқ өзүңизниң Йәһвани хурсән қилишни халайдиғанлиғиңизни Униңға испатлайсиз. Мәхситиңизгә йетиш үчүн давамлиқ тиришиватқанлиғиңизни көргәндә, Йәһва чоқум наһайити хошал болиду! w23.05 30-б., 14, 15-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

6-сентябрь, шәнбә

Падиға үлгә көрситиңлар (Пет. 1-х. 5:3).

Пионер болуп хизмәт қилиш яш бурадәрниң һәрхил кишиләр билән һәмкарлишип ишләшни үгинишигә ярдәм бериду. Бу хизмәт униңға пулни даналиқ билән хәшләшни үгинишигә ярдәм бериду (Флп. 4:11—13). Толуқ вақитлиқ хизмәткә яхши қәдәм ташлашниң йоли — ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилишни башлаш. Бу уларниң пионер болуши үчүн тәйярлиқ қилишиға ярдәм бериду. Бурадәрләрниң пионер болуши қурулушқа қатнишиш яки Бәйтәлдә хизмәт қилиш қатарлиқ толуқ вақитлиқ хизмәт үчүн ишик ечилиши мүмкин. Барлиқ етиқатчи әрләр җамаитидики қериндашларға хизмәт қилиш үчүн ақсақал болушни мәхсәт қойса болиду. Униң үчүн бәзи тәләпләргә лайиқ болуши керәк. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Кимки ақсақал болуш үчүн лаяқәтлик болушқа интилса, у яхши бир ишни арзу қилған болиду» (Тим. 1-х. 3:1, ЙД). Биринчидин, бурадәр чоқум хизмәт ярдәмчиси болушқа лайәқәтлик болуши керәк. Хизмәт ярдәмчилири ақсақалларға көп тәрәпләрдин әмәлий ярдәмләрни бериду. Ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчилири кәмтәрлик билән етиқатчи қериндашларға хизмәт қилиду вә вәз хизмитигә қизғинлиқ билән қатнишиду. w23.12 28-б., 14—16 абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш